хитайниң тунҗи тошумичи пойизи оттура асийаға қарап йолға чиқти

хитай билән оттура асийа әллири арисида тошумичилиқ қилидиған тунҗи пойиз сәпири башлиди.

527146
хитайниң тунҗи тошумичи пойизи оттура асийаға қарап йолға чиқти

түркийә авази радийоси хәвири: өзбекистан мәтбуатиниң хәвәр қилишичә, өткән һәптиниң ахирида хитайниң шималиға җайлашқан хебий өлкисидин қозғалған тунҗи йүк пойизи оттура асийа әллиригә қарап йолға чиққан болуп, мәзкур йүк пойизи шиҗийаҗуаң, тайуән вә үрүмчи қатарлиқ җайларни бесип өтүп, һоргос чегра еғизи арқилиқ қазақистанға киргәндин кейин алмута вә чимкәнтни бойлап өзбекистанниң пайтәхти ташкәнткә йетип баридикән.

пойизниң 5 миң километирлиқ мусапини 8 күндә бесип өтүп мушу һәптиниң ахириғичә ташкәнткә йетип келиши тәхмин қилинмақта.

оттура асийа дөләтлириниң алдинқи қатардики сода шириклириниң бири һесаблинидиған хитай билән район дөләтлири арисидики ташқи сода һәҗми йеқинқи мәзгилләрдә сүрәт билән ешиватқан болуп, оттура асийа базарлиридики мәһсулатларниң хели көп салмиқини хитай мәһсутлири тәшкил қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر