әрдоған: даеш йеқинқи заман дунйа тарихидики әң вәһший террорлуқ тәшкилати
җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған ислам вә мусулманларниң исмини суйиистемал қилип, муқәддәс динимиз вә мөминләргә зийанкәшлик қиливатқан террорлуқ тәшкилати даешниң йеқинқи заман дунйа тарихидики әң вәһший террорлуқ тәшкилати икәнликини ейтти.

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған истанбул достлуқ җәмийити тәрипидин берилгән иптар зийапитидә қилған сөзидә, даеш дәп аталған террорлуқ тәшкилатиниң ислам вә мусулмандарчилиқ билән қилчә мунасивити йоқлуқини, чүнки бу тәшкилатниң нишаниниң ислам диниға вә мусулманларға зийан селиш икәнликини ейтти, террорлуқ тәшкилатлириниң сепигә қетиливатқанларға чақириқ қилип, мундақ деди: «даеш вә п к к ниң сепигә қетилған вә техичә уларниң әпти – бәширисини тонуп йетәлмигәнләргә шундақ хитаб қилимәнки, дәрһал бу йолдин қайтиңлар, чүнки, мусулман қериндашлириңларға, өз дөлитиңлар вә миллитиңлар вә хәлқиңларға зийан йәткүзүш арқилиқ һечнемигә еришәлмәйсиләр.» җумһур рәис әрдоған түркийәниң русийә вә исраилийә билән дипломатик мунасивәтлирини әслигә кәлтүрүш йолида ташлиған қәдиминиң бәзиләрни биарам қиливатқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «әгәр бәзләр, бизни ‹һәрқандақ бир сәвәб билән баш әгкән, давамиздин ваз кәчкән› дәп гуман қилса, бизгә әң чоң боһтан чаплиған болиду.»
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

иссиқ иқлимлиқ бәзи дөләтләрдә қар йағди
иссиқ иқлими билән тонулған сәуди әрәбистан, ийорданийә, ливан вә ирақта қар йағди.