микрософт хизмәтчилирини иштин бошитишни давамлаштурмақта
дунйаға даңлиқ технологийә ширкити микрософт җәмий 1850 хизмәтчисини иштин бошитидиғанлиқини уқтурди.

түркийә авази радийоси хәвири: майкрософт ширкитиниң бу һәқтики уқтурушида көрситилишичә, ширкәтниң әқиллиқ телефон бөлүмидики иштин бошитилидиған 1850 хизмәтчиниң 1350 и финландийәдики ишханисида ишләйдиғанлар икән. уқтурушта, әмгәк күчини қисқартишниң ширкәткә 950 милйон доллар пайда йаритидиғанлиқини, буниң 200 милйон доллириниң иштин бошитиш расхотлириға аҗритилидиғанлиқи қәйт қилинди.
ширкәтниң иҗраийә ишлири оргини башлиқи сатйа наделла, микрософтниң көчмә хәвәрлишиш саһәсидики булут (colud) техннологийәси хизмәтлири билән башқа аппаратлардики йеңилиқлирини давамлаштуридиғанлиқини елан қилди.
микрософт 2013 – йили финландийәдики ғайәт телефон ширкити нокийани 7 милйард 200 милйон долларға сетивалған болуп, келишимгә асасән нокийаниң 32 миңға йеқин хизмәтчиси микрософт қушуниға қетилғаниди. лекин, микрософт ширкити, 2014 – йили ийулда 18 миң әтрапида, 2015 – йили ийулда 7800 хизмәтчисини иштин бошатти. әмгәк күчини қисқартиш асаслиқи йәнила ширкәтниң әқиллиқ телефон бөлүмини нуқта қилғаниди.
игилинишичә, микрософтниң дунйа миқйасида 110 миң әтрапида хизмәтчиси бар икән.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

иссиқ иқлимлиқ бәзи дөләтләрдә қар йағди
иссиқ иқлими билән тонулған сәуди әрәбистан, ийорданийә, ливан вә ирақта қар йағди.