керри зәриф билән көрүшти

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири җон керри иранлиқ мәнсәпдеши муһәммәд җәвад зәриф билән нийу йоркта көрүшти.

476767
керри зәриф билән көрүшти
kerry- zarif görüşmesi.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: бир һәптә ичидә икки қетим көрүшкән керри билән зәриф, йадро келишимини иҗра қилиш мәсилилири үстидә музакирә елип барди. америка ташқи ишлар министири керри, иранниң йадро пилани йүзисидин йүргүзүлгән ембарголарни бикар қилғанлиқлирини әскәртти вә әгәр йадро мәсилисидин башқа бир саһәгә ембарго йүргүзүш қарари болмиса, иранниң банка вә ширкәтлири билән алақә орнитилишиға қарши әмәсликлирини қәйт қилди. у йәнә, «нөвәттә чәт әл банкилириниң иран билән сода қилиши үчүн йеңи пурсәтләр бар» деди.

бир қисим чәт әл банкилириниң һазирму иранға қарита иккилиниш ичидә икәнликини тилға алған керри, бу органлар билән хатирҗәм алақә орнитиш үчүн америка хәзинә министирлиқидин мәслиһәт елишни тәвсийә қилди.

иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зәрифму, дөлитиниң йадро келишиминиң иранға мунасивәтлик қисмини орундиғанлиқини, вашингтон тәрәпниң ташлайдиған сәмимий қәдәмлиридин кейин бу келишим мәзмун қилған һәқлиригә еришишни үмид қиливатқанлиқлирини қәйт қилди.

иран билән ғәрб әллири арисида һасил қилинған келишимгә асасән, теһран йадро паалийәтлиригә чәклимә қойушни, ғәрб әллири болса, теһранға йүргүзүлүватқан иқтисадий ембарголирини қәдәмму қәдәм бикар қилишни өзара вәдә қилишқан болсиму, теһран келишимниң һасил қилинған болушиға қаримай, хәлқара малийә системисиға йетәрлик дәриҗидә еришәлмәйватқанлиқидин ағринмақта.


خەتكۈچ: #иран , #америка

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر