еквадорда йәр тәврәш йүз берип нурғун адәм өлди

еквадорда7.8 йәр тәврәш йүз берип нурғун адәм өлүп, 500дин артуқ йариланди.

472620
еквадорда йәр тәврәш йүз берип нурғун адәм өлди

түркийә авази радийоси хәвири: җәнубий америка дөләтлиридин еквадорниң ғәрбий шималий қисмида 7.8 бал йәр тәврәп әң аз 77 адәм өлди, 500дин артуқ адәм йариланди.

америка гиологийә тәтқиқат мәркизиниң билдүрүшичә, тәхминән 40 сикинут давамлишип йәр астиниң 19 чоңқурлуқида мәйданға кәлгән йәр тәврәшниң мәркизи портлар җайлашқан нопуси аз муйсне шәһиригә 27 километир йирақлиқта икән.

йәр тәврәштин кейин деңиз ташқини агаһландуруши берилгән еквадорниң алтә вилайитидә җиддий һаләт елан қилинди. саһил шәһири мантада йәр тәврәшниң көзитиш мунарини зийанға учратқанлиқи сәвәбидин айродурум тақиветилди.

пиризедент рафел корраму италийә зийаритини йерим йолда тохтитип еквадорға қайтип кетишни қарар қилди. еквадор җәнубий америкиниң ғәрбий шималида тинч окйа бойи вә колумбийә билән перу арисиға җайлашқан.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر