CIA, сурийә өктичилирини мәшиқ қилдуриду

америка медийасида орун алған хәвәрләргә асасланғанда, 4- йилиға қәдәм қойған сурийә киризисида ақ сарай, өктичиләргә йардәм беришни ойлашмақта икән.

75431
CIA, сурийә өктичилирини мәшиқ қилдуриду

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири сурийәлик өктичиләрни һәрбий мәшиқтин өткүзүшкә тәййарланмақта؛ америка медийасида орун алған хәвәрләргә асасланғанда, 4- йилиға қәдәм қойған сурийә киризисида ақ сарай, өктичиләргә йардәм беришни ойлашмақта икән.
әмәлдарларни мәнбә қилип туруп берилгән учурға көрә, америка мәркизий истихбарат тәшкилати – CIA рийасәтчиликидә өктичиләргә һәрбий тәлим – тәрбийә берилидикән.
тәрбийәләнгән сурийәликләрниң әсәд һакимийити әскәрлири вә әлқаидә билән четишлиқи бар гуруппиларға қарши уруш қилиши пиланланмақта. бу даиридә америка һөкүмитиниң сурийәгә қошна әлләргә қилидиған йардиминиңму күчийидиғанлиқи қәйт қилинди. мәзкур әскирий пиланған мунасивәтлик әһвалларни пирезидент обаманиң елан қилиши күтүлмәктә.
сүрийә өктичи вә инқилабчи күчләр мәмликәтлик бирләшмисиниң башлиқи әһмәд җәрба, мушу айниң бешида вашингтонда зийарәттә болғаниди. обама билән көрүшкән җәрба, вашингтондин қорал җәһәттә йардәм қилишини тәләп қилғаниди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر