ливийә баш министири: «миллий диалог чақириқи» ни ишқа кириштү

ливийәниң йеңи баш министири әһмәд маатиқ, «һечқандақ бир тәрәпкә айримчилиқ қилинмайдиған миллий диалог чақириқи» ни ишқа кириштүридиғанлиқлирини ейтти

74747
ливийә баш министири: «миллий диалог чақириқи» ни ишқа кириштү

түркийә авази радийоси хәвири: ливийәниң йеңи баш министири әһмәд маатиқ, «һечқандақ бир тәрәпкә айримчилиқ қилинмайдиған миллий диалог чақириқи» ни ишқа кириштүридиғанлиқлирини ейтти.
маатиқ, һөкүмәт парламентниң мақуллиқидин өткәндин кейин сөзлигән нутиқида, барлиқ тәрәпләр билән дөләттики гуруппилишиш вә ихтилапларни рәт қилиш, иттипақлиқни күчәйтишкә чақириш хизмитини ишқа киртүштүридиғанлиқлирини қәйт қилди.
маатиқ, «террорни һәргизму қобул қилмаймиз, террористларниң дөләтниң муқимлиқи вә бихәтәрликигә хәвп йәткүзүшигә йол қоймаймиз» деди.
йәнә бир тәрәптин, ливийә али әдлийә кеңишиниң башлиқи әли һафиза, киризисни һәл қилиш вә барлиқ тәрәпләр ара алақә орнитишни ишқа ашуруш үчүн бир комитет қурулидиғанлиқини әскәртти.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر