һиндистанда пойиз вәқәси йүз бәрди

һиндистанниң шималидики уттар өлкисидә йүк пойизи билән йолучилар пойизи соқулуп кетип, дәсләпки мәлуматларға қариғанда, 40 киши һайатидин айрилған

74338
һиндистанда пойиз вәқәси йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: һиндистанда пойиз вәқәси йүз бәрди.
һиндистанниң шималидики уттар өлкисидә йүк пойизи билән йолучилар пойизи соқулуп кетип, дәсләпки мәлуматларға қариғанда, 40 киши һайатидин айрилған.
шуреб пойиз истансисида мәйданға кәлгән вә 130 йолучи йариланған вәқәдә йолучилар пойизиниң 6 вагони релистин чиқип кәткән.
игилинишичә, бу районда издәш қутқузуш паалийәтлири давамлишиватқан болуп, бир қисим йолучилар вагонларда қапсилип қалған.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر