биразилийәдә иш ташлаш һәрикәтлири давамлашмақта

биразилийә һелиһәм иш ташлаш һәрикәтлиригә қарши күрәш қилмақта

71346
биразилийәдә иш ташлаш һәрикәтлири давамлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа путбол лоңқиси чимпийонлуқни талишиш мусабиқиси йеқинлишиватқан бир пәйттә, биразилийә һелиһәм иш ташлаш һәрикәтлиригә қарши күрәш қилмақта.
аптубус шопурлириниң иш ташлиши нәтиҗисидә ечилиш мусабиқиси өткүзүлидиған сав павло шәһриниң қатниши паләч һалға чүшүп қалди.
аммиви қатнаш вастилири тохтап қалған шәһәрдә кочилар гойа мәһшәр күнини әсләтти.
миңларчә инсан кочиларда қалди, хәлқ өйлиригә қайтиш үчүн метроға қарап йүгрәшти.
бирақ қалаймиқанчилиқ келип чиқишидин әнсиргән мәсуллар бәзи метро истансилирини бихәтәрликни көздә тутуп тақивәтти.
сав павло 12-ийунда дунйа лоңқисиниң ечилиш мусабиқисгә саһибханлиқ қилиду.
шәһәргә йүз миңларчә сайаһәтчиниң келиши мөлчәрләнмәктә. бирақ нөвәттики вәзийәт зор әндишә пәйда қилмақта. биразлийәдә пәқәт аптубус шопурлирила иш ташлимиди.
14 вилайәттә сақчиларму маашниң өстүрүлүши вә хизмәт шараитлириниң йахшилинишини тәләп қилип қәрәллик муддәт ичидә 24 саәтлик иш ташлап кәлмәктә.
мәмликәт ичидә бихәтәрлик йоқлиқини илгири сүрүп келиватқан сақчилар, дунйа лоңқисиниң вәзийәтни техиму кәскинләштүриветидиғанлиқини билдүрмәктә.
биразилийә миқйасидиму дунйа лоңқиси чиқимлириға наразилиқ билдүрүш үчүн зоравнлиқ вәқәлири йүз бәрмәктә, зоравнлиқ һәрикәтлириниң мусабиқә җәрйанидиму давамлишидиғанлиқи билдүрүлди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر