йавропа иттипақи билән америка шәрқий украинадики реферандум

йавропа иттипақи ташқи сийасәт али вәкили кетрин ештин, реферандумларни «аталмиш» дәп атап, «йавропа иттипақи қанунсиз һечқандақ бир реферандумни етирап қилмайду» деди

66747
йавропа иттипақи билән америка шәрқий украинадики реферандум

йавропа иттипақи билән америка қошма иштатлири шәрқий украинадики реферандумларни етирап қилмайдиғанлиқини билдүрди.
йавропа иттипақи ташқи сийасәт али вәкили кетрин ештин, реферандумларни «аталмиш» дәп атап, «йавропа иттипақи қанунсиз һечқандақ бир реферандумни етирап қилмайду» деди. йавропа иттипақи ташқи сийасәт кеңишидин кейин өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида сөз қилған ештин, москвани йавропа иттипақи, америка қошма иштатлири, украина вә русийәниң иштирак қилишида җәнвәдә чақирилған 4 тәрәп йиғинидин кейин елан қилинған байаннамигә әмәл қилишқа чақирди. украина һөкүмитиниң җәнвәдә һасил қилған келишимгә асасән қәдәм ташлаватқанлиқидин толиму хурсән икәнликини әскәрткән ештин, русийәниң җәнвәдә бәргән вәдисигә әмәл қилишини мураҗиәт қилди. ештин, 25 - май күни украинада әркин вә адил сайлам өткүзүлүшини һәр җәһәттин қоллап келиватқанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «бу, украина хәлқиниң өзиниң тәқдирини өзи бәлгилиши үчүн наһайити йахши пурсәт.» шәрқий украинадики реферандумларға америка қошма иштатлириму наразилиқ билдүрди. ақ сарай байанатчиси җей карни, қанунсиз «аталмиш реферандумлар» ниң украинаниң вәзийити вә муқимсизлиқини техиму йаманлаштуруветидиғанлиқини әскәртип, «бу парчилинишниң техиму әвҗ елип кетишини кәлтүрүп чиқириши мумкин, җүмлидин реферандумларниң нәтиҗисини етирап қилмаймиз» деди. карни, русийәниң реферандумниң алдини елиш үчүн тәсир күчини ишқа салмиғанлиқидин толиму үмидсизләнгәнликлирини қәйт қилди. карни, кийевниң йавропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати рәһбәрликидә асасий қанунға өзгәртиш киргүзүш вә миллий бирликни қоғдаш йолида изчил тиришчанлиқ көрситиватқанлиқини әскәртти һәмдә русийәниңму бу тиришчанлиқларни қоллишини мураҗиәт қилди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر