20.08.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1694323
20.08.2021

түркийә авази радийоси: фирансийәниң «ле фигаро» гезити, фирансийәниң маракәш билән алҗирийәни ковид – 19  қизил тизимликигә киргүзгәнликини хәвәр қилди. (фирансийә даирилири «қорқунчлуқ вируслар актип тарқиливатқан дөләтләр» дпә қараватқан дөләтләр тизимлики).

фирансийәниң «фиранс-24» хәвәрләр қанили, франсийәдә йеңи оқуш йили башлинишқа икки һәптә қалған мушу күнләрдә ковид – 19 делта варийантиға болған әндишиниң күчийип кәткәнликини илгири сүрди.

фирансийәниң «ле монде» гезити, от өчүргүчиләрниң фирансийәниң вар районидики от апити тоғрисида байанат берип, җүмәдин йәкшәнбә күнигичә болған җәрйанниң «хәтәрлик» болуп қелишидин әнсирәйдиғанлиқини билдүргәнликини йазди.

ийорданийәдә чиқидиған «әддустур» гезити, 7 дөләт гуруһиға әза дөләтләрниң ташқи ишлар министирлириниң, талибанларни афғанистандин айрилишни халайдиғанларға бихәтәр йол ечип беришкә чақирғанлиқини йазди.

лондонда әрәб вә инглиз тиллирида нәшр қилинидиған «әлқуддус әләрәби» гезити, исраилийәниң сүрийәниң пайтәхти дәмәшиқниң әтрапиға һавадин һуҗум қилғанлиқини хәвәр қилди.

қатарниң «әлҗәзирә» қанили тори, йавропаниң йеңи афғанистандики әндишисиниң русийә вә хитайниң тәсири, зәһәрлик чекимлик​​, мусапирлар вә террорлуқтин ибарәт икәнлики тоғрисидики анализини көрүрмәнлириниң диққитигә сунди.

русийәниң «известийа» гезити,  испанийә ташқи ишлар министирлиқиниң қарари сәвәбидин, русийә уруш парахотлириниң африқаниң шималий деңиз қирғиқидики севта портиға киришигә йол қойулмиғанлиқини илгири сүрди.

русийәниң «тасс» хәвәр агентлиқи, русийә президенти путин билән федератип германийә баш министири меркелниң бүгүн москвада икки дөләтниң һәмкарлиқи вә хәлқаралиқ мәсилиләр тоғрисида сөзлишидиғанлиқини, буниң путин билән меркелниң йуқум башланғандин буйанқи тунҗи қетимлиқ йүзтуранә учришиши һесаблинидиғанлиқини йазди.

русийәниң RBK тори, русийә федератсийә бихәтәрлик идариси (FSB)ниң йапонийә алаһидә хадимлириниң 2-дунйа уруши мәзгилидә совет иттипақи пуқралириға бийологийәлик қорални қандақ синақ қилғанлиқиға даир һөҗҗәтләрниң  мәхпийәтлик бәлгисини бикар қилғанлиқини илгири сүрди.

германийәниң «RTL» тори, афғанистандин кәң көләмлик көчмән еқининиң оттуриға чиқиш еһтималлиқиниң йавропа иттипақи ичидә вәһимә вә бөлүнүш пәйда қилғанлиқи тоғрисидики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

германийә авази радийоси, германийә ташқи ишлар министири маасниң, йавропаниң вашингитонға тайинишчанлиқини азайтиш керәк, дегәнликини хәвәр қилди.

германийә авази радийосиниң йәнә бир хәвиридә, баш министирлиқ мәһкимиси ахбарат ишханисиниң байанат берип, германийә баш министири ангела меркелниң марбургдики BioNTech ваксини ишләпчиқириш завутини зийарәт қилғанда пирофессор доктор уғур шаһин билән өзләм түрәчигә рәһмәт ейтқанлиқини уқтурғанлиқи тоғрисидики учурларни аңлиғучилири билән ортақлашти.

испанийәниң «ел паис» гезити, испанийәниң афғанистанлиқ панаһлиқ тилигүчиләрни йавропа иттипақидики башқа дөләтләргә әвәтиштин бурун қобул қилишқа башлайдиғанлиқини илгири сүрди.

венесуелада чиқидиған «телесур» гезити, аргентина һөкүмитиниң оқутқучиларниң маашиниң 45.5 пирсәнт өстүрүлүшини тәстиқлиғанлиқини хәвәр қилди.

кубаниң «пренса латина» гезити, биразилийәниң афғанистандин кәлгән мусапирларға инсанпәрвәрлик визиси беришни пиланлаватқанлиқини илгири сүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر