02.08.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1684002
02.08.2021

түркийә авази радийоси: германийәниң «‹ тагесшав.де› тори» (tagesschau.de), «түркийә, италийә, гиретсийә – ақдеңизда орман от апәтлири давамлашмақта» сәрләвһилик хәвирини оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

германийәниң «‹Deutsche Welle› хәвәрләр тори», германийәниң дөләткә кириштә «ковид – 19» йуқуми тәкшүрүшидин өтүш бәлгилимисини йолға қойғанлиқини йазди.

қатарда чиқидиған «‹әррайәл қәтәриййә› гезити», хәлқара қатар издәш – қутқузуш гурупписидин әслиһәлири толуқ бир әтрәтниң, от өчүрүш паалийәтлиригә қатнишиш үчүн түркийәгә қарап йүрүп кәткәнликини хәвәр қилди.

ирақта чиқидиған «‹әззаман› гезити», америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдинниң, «ирақтики уруш вәзипимиз ахирлашти вә йеңи бир һәрбий һәмкарлиқ басқучиға өтүлди» дегән сөзлирини нәқил кәлтүрди.

умманда чиқидиған «‹вәтән› гезити», дунйа сәһийә тәшкилатиниң, «ковид – 19» йуқумиға қарши илгири йолға қойулған (маска тақаш, арилиқ қалдуруш қатарлиқ) тәдбирләрниң, вирусниң «делта» варийантиниң тарқилишини тохтитиш мумкинчиликиниң барлиқини уқтурғанлиқини оқурмәнлири билән ортақлашти.

фирансийәдә чиқидиған «‹ле фигаро› гезити» (Le Figaro), «аилә ичи зораванлиқ: ички ишлар министири гералд дарманин, бүгүндин етибарән йеңи тәдбирләрниң иҗра қилинишқа башлинидиғанлиқини билдүрди» сәрләвһилик хәвирини оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

белгийәдә чиқидиған «‹ле соер›  гезити» Le Soir, маракәш падишаһиниң дөлити билән алҗирийә оттурисидики сүркилиштин әпсуслинидиғанлиқини йазди.

венезуелада чиқидиған «‹телесур› гезити», (TeleSur), венезуелалиқ (айал) тәнһәрикәтчи йүлимар роҗасниң, дунйа рекортини бузуп ташлап, тунҗи олимпик алтун медалиға еришкәнликини, үч қетимлиқ сәкрәштә (15.67 метирлиқ) дунйа чолпиниға айланғанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «‹ел паис› гезити» (El País), пфизер вә модерна ширкәтлириниң, йавропа иттипақиға сатқан «ковид – 19» ваксинасиниң баһасини өстүргәнликини оқурмәнлири билән ортақлашти.

интерфакс, русийәниң әң чоң тәбиий газ ширкити газпромниң, 31 – ийулдин етибарән йавропадики – австрийә (һайдач), германийә (рехден), голландийә (бергермер) дики йәр асти искилатлириға тәбиий газ қачилашни азайтқанлиқини оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

русийәдә чиқидиған «‹коммерсант› гезити» (Kommersant), москва шәһәр башлиқи сергей собйанинниң, «‹ковид – 19› йуқуминиң москваға кәлтүргән зийини 600 милйард рубледин ашти» дегән сөзлирини нәқил кәлтүрди.

русийәдә чиқидиған «‹известийа› гезити» (Izvestiya), америка деңиз армийәсиниң йавропа вә африқадики қомандани адмирал роберт буркениң,  шималий атлантик әһди тәшкилатиниң қарадеңиздики парахотлириниң қандақ шараитта русийә флотиға һуҗум қилалайдиғанлиқи тоғрулуқ байанат елан қилғанлиқини йазди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر