15.06.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1658261
15.06.2021

түркийә авази радийоси: қатарда чиқидиған «әррайә әлқатариййә гезити», түркийә дөләт мудапиә министири һулуси акарниң: «түркийә қисимлири ливийәдә чәт әл күчи әмәс» дегәнликини хәвәр қилди.

умманда чиқидиған «әлвәтән гезити», исираилийәдә нетанйаһу дәвринң ахирлшқанлиқини, баш министирлиққа сайланған нафтали беннет билән йеңи сәһипәниң ечилғанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ла разон гезити» (La Razón), испанийәниң 2022-йили нато алий рәһбәрләр йиғиниға саһибханлиқ қилидиғанлиқини хәвәр қилди.

перуда чиқидиған «ел коморсийо гезити» (El Comercio), перуда сайлам өткүзүлүп аридин бир һәптә өткәндә, пайтәхт лима кочилиридики қутуплишишниң рошәнләшкәнликини хәвәр қилди.

германийә авази радийоси, америка пирезиденти җо байдинниң, «әрдоған билән болған көрүшүшимиз  иҗабий вә үнүмлүк болди» дегәнликини хәвәр қилди.

германийәдә чиқидиған «франкфуртер алгемайне зәйтуң гезити» (Frankfurter Allgemeine Zeitung), түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған билән германийә баш минстири ангела меркелниң бирйусселда көрүшкәнликини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле фигаро гезити» (Le Figaro), канадалиқларниң көпинчисиниң вухән вируси(Kovid-19)  ваксиналирини дунйаниң башқа җайлиридикиләр билән ортақлишишни қоллимайдиғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле монде гезити» (Le Monde), фирансийәдә өсмүрләргә ваксина әмләш ишлириниң бүгүн (2021-йили 15-ийун) бәлгилик шәртләр астида башланғанлиқини хәвәр қилди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر