14.06.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1657420
14.06.2021

түркийә авази радийоси: қатарда чиқидиған «‹әррайәл қәтәриййә› гезити», «сәуди әрәбистан бу йил пәқәт өз пуқралири вә сәуди әрәбистан территорийәси ичидә йашаватқанларниңла һәҗ қилишиға рухсәт қилиду» сәрләвһилик хәвирини оқурмәнлири билән ортақлашти.

пәләстин  - ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқида чиқидиған «‹йеңи һайат› гезити», пәләстин баш министири муһәммәд иштиййәниң, ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқини қайта қуруп чиқиш даирисидә районға кәлгән дунйа банкиси һәйитини қобул қилғанлиқини йазди.

умманда чиқидиған «‹вәтән› гезити», умман султанлиқиниң фирансийә билән һәрбий һәмкарлиқ саһәсидә келишим лайиһәси имзалиғанлиқини уқтурди.

германийәдә чиқидиған «‹франкфуртер алгемайне зәйтуң› гезити» (Frankfurter Allgemeine Zeitung), папа фрәнсисниң, ақдеңизни «йавропаниң чоң мазири» дәп атиғанлиқини оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

германийәниң «‹д п а› агентлиқи» (dpa), әнглийә айал падишаһи 2 – елизабитниң, америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин вә рәпиқиси җил байдинни қобул қилғанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «‹ тагесшав.де› тори» (tagesschau.de), «бенйамин нетанйаһу дәври һазирчә ахирлашти – исраилийәдә тарихий һөкүмәт алмишиши» сәрләвһилик хәвирини оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

фирансийәдә чиқидиған «‹ле парисийин› гезити» (Le Parisien), 12 йил һакимийәт йүргүзгән бенйамин нетанйаһуниң әмди исраилийәниң баш министири әмәсликини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «‹ле монде›  гезити» (Le Monde), фирансийә баш иштаб башлиқи генерал франчос локоинтрениң вәзиписидин айрилғанлиқини йазди.

фирансийәниң «‹France 24› телевизийә қанили», «шималий атлантик әһди тәшкилати башлиқлар йиғини: нато атлантик мунасивәтлиридә йеңи сәһипә ечишни пиланлимақта» сәрләвһилик хәвирини көрүрмәнлириниң диққитигә сунди.

испанийәдә чиқидиған «‹ел паис› гезити» (El País), испанийәниң 7 – г гуруһи башлиқлар йиғинида, 2022 – йили бир милйард «ковид – 19 йуқуми» ваксиниси ианә қилишқа вәдә бәргәнликини оқурмәнлири билән ортақлашти.

испанийәдә чиқидиған «‹ла вангуардийа› гезити» (La Vanguardia), төвәндики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

килимат өзгириши сәвәбидин мәйданға келиватқан көчүшләр рекорт сәвийәгә йәтти. 2020 – йили 40 милйон киши өзлири йашаватқан өй – маканлирини тәрк етишкә мәҗбур болди. бу көчүшләрниң % 75 тиниң сәвәбини тәбиий апәтләр тәшкил қилиду.

венезуелада чиқидиған «‹телесур› гезити», (TeleSur), биразилийә билән венезуеланиң,  2021 – йиллиқ америка лоңқисини талишиш путбол  мусабиқиси (җәнубий америка путбол мусабиқиси) ниң ичилишини әмәлгә ашурғанлиқини йазди.

русийәдә чиқидиған «‹известийа› гезити» (Izvestiya), америка пул муамилә органлириға америка қошма иштатлири тәрипидин кәлтүрүлгән рус дөләтлик зайомлирини елиш чәклимисиниң бүгүндин башлап күчкә игә икәнликини йазди.

русийәниң «‹р б к› телевизийәси» RBK, америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдинниң, русийә пирезиденти владимир путинниң вашингтонниң бесимиға қаримай позитсийәсини өзгәртмәсликини униң хуй – пәйлигә бағлиғанлиқини көрүрмәнлириниң диққитигә сунди.

русийәниң «‹лента.ру› хәвәрләр тори» (Lenta.ru), 17 – ийундин етибарән сайнт – петерсбургда карантин тәдбирлириниң техиму күчәйтилидиғанлиқини йазди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر