09.06.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1654549
09.06.2021

түркийә авази радийоси: әрәб вә ингилиз тиллирида чиқидиған «‹әлқудсул әрәби› гезити», «канада баш министири җастин трудо, канадада мусулман бир аилидин машининиң астида езилип өлтүрүлүшини <террорлуқ һуҗуми> дәп атиди.» сәрләвһилик хәвирини оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

қатарда чиқидиған «‹әррайәл қәтәриййә› гезити», исраилийәдики йеши әң чоң ийорданийәлик мәһбус (абдуллаһ әбу җабир) дөлитигә қайтти» сәрләвһилик хәвирини оқурмәнлири билән ортақлашти.

қатарниң «‹әлҗәзирә› телевизийә қанили» (Al Jazeera), ийорданийә падишаһи 2 – абдуллаһниң, «ийорданийәни вә пәләстин давасини күчсизләштүрүш үчүн суйиқәст бар иди, лекин биз буниң билән йүзлишәлидуқ» дегән сөзлирини нәқил кәлтүрди.

германийәдә чиқидиған «‹франкфуртер алгемайне зәйтуң› гезити» (Frankfurter Allgemeine Zeitung), бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң, бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонйо гутерешниң иккинчи басқуч үчүн намзатлиқ илтимасини қоллайдиғанлиқини йазди.

германийәниң «‹д п а› агентлиқи» (dpa), «уруш җинайити соти - хәлқара сот, ратко младич үстидин чиқирилған қарарни тәстиқлиди» сәрләвһилик хәвирини оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

«‹н-т в.де› тори» (n-tv.de),  «германийә баш министири ангела меркел, килимат өзгириши мәсилисидә, <һазирғичә ишлигән хизмәтлиримиз йетәрлик әмәс> деди.» сәрләвһилик хәвирини оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

испанийәдә чиқидиған «‹ел паис› гезити» (El País), «бирйуссел, испанийә вә португалийәниң дөләт пиланини мәбләғ билән тәминләйдиған йавропа әслигә кәлтүрүш фондини ишқа кириштүрмәкчи.» сәрләвһилик хәвирини оқурмәнлири билән ортақлашти.

испанийәдә чиқидиған «‹ел мундо› гезити» (El Mundo), испанийә падишаһи 6 – фелипениң, «ковид – 19» йуқуми ахирлашқанда, «испанийәниң алдида нурғун иқтисадий хирис бар» лиқини етирап қилғанлиқини йазди.

венезуелада чиқидиған «‹телесур› гезити», (TeleSur), «(перу пирезидент сайлими) ​​педро кастилло саналған беләтләрниң %  99% тини елип, рәқибиниң алдида кетип бармақта» сәрләвһилик хәвирини оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

фирансийәдә чиқидиған «‹ле фигаро› гезити» (Le Figaro), алҗирийәниң һәфтәрниң һуҗумиға қарши ливийәдә мудахилә қилишқа тәййар икәнликини билдүргәнликини йазди.

фирансийәдә чиқидиған «‹ле парисийин› гезити» (Le Parisien), фирансийә әдлийәсиниң епинай шәһиридики 3 толуқ оттура мәктәп оқуғучисиниң пикирлири сәвәблик тәкшүрүлгәнликини етирап қилғанлиқини, фирансийә дөлитиниң җазаға һөкүм қилинғанлиқини оқурмәнлири билән ортақлашти.

русийәниң «‹газәтә.ру› тори» (Gazeta.ru), русийәниң рйазан шәһиридики бир дохтурханиниң җиддий қутқузуш бөлүмидә йүз бәргән от апитидә 3 кишиниң өлгәнликини,  11 кишиниң йариланғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «‹рийа новости› агентлиқи» (Ria Novosti), муну учурларни  оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

 америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири антони блинкен, русийә тәрипидин ишқа ашурулуватқан «шималий еқим – 2 туруба линийәси» елип кәлгүси ақивәтләр тоғрулуқ германийәдин тегишлик тәдбирләрни қоллинишини күтүватқанлиқлирини, бу мәсилә һәққидә германийә тәрәп билән музакирә елип берилғанлиқини вә украинаниң русийәниң тәбиий газини йөткийәлмәсликтин келип чиқидиған зийининиң толуқлап берилидиғанлиқини ейтти.

русийәниң «‹лента.ру› хәвәрләр тори» (Lenta.ru), қарадеңизда булғарийәгә аит бир уруш айропиланиниң чүшүп кәткәнликини йазди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر