02.06.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1650172
02.06.2021

түркийә авази радийоси: әрәб вә ингилиз тиллирида чиқидиған «‹әлқудсул әрәби› гезити», «вашингтон нетанйаһуниң иранға һуҗум қилишидин қорқуп, исраилийә дөләт мудапиә министири бенни гантизни чақирди» сәрләвһилик хәвирини оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

ийорданийә чиқидиған «‹әддустур› гезити», пәләстин ташқи ишлар министирлиқиниң, «қанунсиз олтурақ районлири бәрпа қилиш пиланини тохтитиш, тоқунушни һәл қилишта вашингтон үчүн һәқиқий бир имтиһан алаһидиликигә игә» икәнликини билдүргәнликини йазди.

германийәниң «‹Deutsche Welle› хәвәрләр тори», «әнқәрә билән атина, әгә деңизида тоқунуштин халий бир йаз мәвсуми өткүзүшни халайду» сәрләвһилик хәвирини оқурмәнлири билән ортақлашти.

германийәдә чиқидиған «‹Süddeutsche Zeitung› гезити», германийәниң шималий атлантик әһди тәшкилатиниң хамчотини йүксәлдүрүш пиланини қоллайдиғанлиқини хәвәр қилди.

германийәдә чиқидиған «‹Frankfurter Allgemeine Zeitung› гезити», рус өктичи андреҗ пивоваровниң қолға елинғанлиқини йазди.

фирансийәдә чиқидиған «‹ле фигаро› гезити», фирансийә парламентиниң, терроризмға қарши күрәш қанун лайиһәси арқилиқ, җиддий әһвалларға тақабил туруш тәдбирлирини узақ мәзгиллик һалға кәлтүрүватқанлиқини йазди.

испанийәдә чиқидиған «‹El Mundo› гезити», маракәш арқилиқ кәлгән йүзләрчә кишиниң қайтидин геутадики испанийә чеграсиға сәлдәк аққанлиқини хәвәр қилди.

венесуела чиқидиған «‹El Nacional› гезити», коломбийәдә «ковид – 19» йуқумиға қарши ваксина әмләткүзгәнләр саниниң 10 милйондин ашқанлиқини оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

русийәниң «‹TASS› агентлиқи», русийә дөләтлик технологийә ширкити Rosteh ниң баш иҗраийә әмәлдари сергей чемезовниң, русийәниң йавропа вә америка қошма иштатлири тәрипидин русийәгә қарита йүргүзүлүватқан қаттиқ ембарголарни урушқа охшатқанлиқини йазди.

русийәниң «‹Lenta.ru› хәвәрләр тори», русийәниң дөләт қәрзиниң 20 тирилйон рублеға йеқинлашқанлиқини хәвәр қилди.

русийәдә чиқидиған «‹ Kommersant› гезити», суданниң терротерийәлиридики рус һәрбий базисиға  мунасивәтлик келишимни қайтидин көздин кәчүридиғанлиқини уқтурғанлиқини оқурмәнлири билән ортақлашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر