10.05.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1637347
10.05.2021

түркийә авази радийоси: германийә авази радийоси, сотсийал демократлар партийәсиниң баш министир намзатиниң олаф шолз (Olaf Scholz) болғанлиқини хәвәр қилди.

германийәдә чиқидиған «зүддайчә зәйтуң гезити» (Süddeutsche Zeitung), йавропа иттипақиниң астразенека ваксинасидин закас беришни йеңилимиғанлиқини хәвәр қилди.

шивейтсарийәдә чиқидиған «ле матин гезити» (Le Matin), америкада бир туғулған күн зийапитидә йүз бәргән вәқәдә йәттә кишиниң җенидин айрилғанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел паис гезити», испанийә алий сотиниң «вухән вируси (Kovid-19) тәдбирлири пилани» ни рәт қилса, һөкүмәтниң қанун тәклипигә өзгәртиш киргүзидиғанлиқини хәвәр қилди.

аргентинада чиқидиған «клейрин гезити» (Clarín), аргентина пирезиденти алберто фернандез (Alberto Fernández) ниң һоқуқини техиму көпәйткән бир қанун лайиһәсиниң парламентқа сунулғанлиқини хәвәр қилди.

әлҗәзирә қанили, б д т хәвпсизлик кеңишиниң бүгүн (2021-йили 10-май) қуддусниң нөвәттики вәзийитини музакирә қилиш үчүн топлинидиғанлиқини, әрәб иттипақи вә ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң әтә (11-май) топлинидиғанлиқини хәвәр қилди.

мәзкур қанал йәнә, талибанниң роза һейт мәзгилидә үч күнлүк уруш тохтитилидиғанлиқини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

русйәниң «тас агентлиқи» (TASS), с н н нтелевизийәсиниң америка колонийал пайплайн (Colonial Pipeline) ширкитигә қилинған тор һуҗуминиң арқисида русийә хаккерлириниң барлиқини илгири сүрүватқанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «лента.ру» тори (Lenta.ru), чехийәниң врбетистики партлашлар үчүн русийәдин милйонларчә доллар төләм тәләп қилишни ойлишиватқанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «рийа новости агентлиқи» (RİA Novosti), « вол стрет журнили гезити» ниң хәвиридә, америка афғанистандин чекиндүридиған әскәрлириниң бир қисмини русийә чеграсиға орунлаштуруши мумкин икәнликиниң қәйт қилиниватқанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر