06.05.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1635228
06.05.2021

германийәниң «‹Zdf.de› хәвәрләр тори», германийәдики йуқум тәдбирлири сәвәбидин дәрслиридә чекинип кәткән оқуғучиларға йардәм бериш үчүн тәййарланған 2 милйард йавролуқ йардәм пиланиниң министирлар кеңиши тәрипидин қобул қилинғанлиқи хәвәр қилди.

германийәдә чиқидиған «‹Suddeutsche Zeitung› гезити»,  иҗтимаий таратқу бекити фейсбукниң сабиқ америка пирезиденти доналд трампниң иҗтимаий алақә суписиға киришини чәкләшни давамлаштуруш қарари алғанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «‹Welt.de› хәвәрләр тори», йавропа иттипақи пуқралириниң төттин бир қисимиға тунҗи қетимлиқ ваксина әмлинип болғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «‹ле монде›  гезити», фирансийәниң мернигнак кочисиниң оттурисида җинайәтчи ери тәрипидин тирик көйдүрүвитилгән айалниң қаза қилғанлиқини хәвәр қилди.

«‹France 24› телевизийә қанили»,  (фирансийәлик әскәр вә сийасион) напалеонниң вапат болғанлиқиниң 200 - йиллиқи хатирләш мунасивити билән фирансийә пирезиденти еммануел макронниң «напалеон бизниң бир парчимиздур» дегәнликини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «‹ле парисен›  гезити», франсийәниң авигонон шәһиридә зәһәрлик чекимликкә қарши ​​һәрикәт җәрйанида бир сақчиниң етип өлтүрүлгәнликини хәвәр қилди.

әрәб вә ингилиз тиллирида чиқидиған «‹әлқудсул әрәби› гезити», йавропа иттипақиниң ишғалийәтчи исраилийәдин қанунсиз олтурақ районлирини кеңәйтишни тохтитишини тәләп қилғанлиқини хәвәр қилди.

охшаш гезит йәнә, ливийәниң шәрқий қисмидин бир һәйәтниң пайтәхт тириполини зийарәт қилғанлиқини вә ливийә баш министири абдулһәмид дибәйбәдин бенғази зийаритини тезлитишни тәләп қилғанлиқини хәвәр қилди.

қатарниң «әлҗәзирә телевизийә қанили», дипломатик мәнбәләрниң «теһран билән америка оттурисидики ғайәт зор пикир охшимаслиқи вийана музакирилириниң илгирилишини тохтитип қойди» дегәнликини хәвәр қилди

испанийәдә чиқидиған «‹El Pais› гезити» иниң хәвиригә асасланғанда,  мадридниң аптономийә һөкүмитидә 4-май сәйшәнбә күни өткүзүлгән муддәттин илгирики парламент әзалири сайлимида солчи партийәләр мәғлуп болған. буниңға қарта испанийә сотсийалистик ишчилар партийиси (PSOE) ниң бир қисим парламент әзалири иқтисадниң әслигә келишигә ишинидиғанлиқини вә буниң сайламдики сәлбий вәзийәтни өзгәртиши мумкинликини ейтқан.

испанийәдә чиқидиған «‹El Mundo› гезити», подемос партийиәси рәһбири пабло иглеасйас сийасәттин айрилғандин кейин, партийәниң йеңи рәһбири әмгәк министири йөләнда диаз болуп қелиши мумкинликини хәвәр қилди.

венезуелада чиқидиған «‹TeleSur› гезити», колумбийәдә бихәтәрлик қисимлири билән намайишчилар оттурисида, тоқушларға толған йәнә бир кечә болғанлиқини вә перейра шәһиридә икки намайишчиниң қаза қилғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «<Lenta.ru> хәвәрләр тори»,  украинаниң русийәни бирләшкән дөләтләр тәшкилати суписини суйиистемал қилиш билән әйиблигәнликини хәвәр қилди.

русийәниң «‹TASS› агентлиқи, модерна ваксинисиниң дунйа ваксина қурултийида әң йахши ковид-19 ваксиниси болуп талланғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «‹Ria.ru› хәвәрләр тори», америка мутәхәссислириниң америка пирезиденти җо байдин билән русийә пирезиденти виладимир путинниң учришишиниң чех, исландийә, словенийә йаки әзәрбәйҗанниң пайтәхтлиридин бирсидә өткүзүлиши мумкинликини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر