27.04.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1629077
27.04.2021

түркийә авази радийоси: германийәниң «а р д.де» тори (ard.de), йавропа иттипақиниң вухән вируси (kovid-19) ваксинаси сетип бериш келишимигә хилаплиқ қилғанлиқи сәвәбидин астразенека (AstraZeneca) ширкити үстидин әрз қилғанлиқини хәвәр қилди.

германийә авази радийоси, германийә пирезиденти франк волтер стейинмийер (Frank-Walter Steinmeier) билән фирансийә пирезиденти макронниң парижда көрүшүп, вухән вирусиға қарши турушта қийин мәзгилдин өтүватқан йавропаниң дәрһал «иттипақлишиши» керәкликини билдүргәнликини хәвәр қилди.

«з д ф. де» тори (zdf.de), һиндистанда уда бәш күндин буйан вухән вируси йуқум саниниң 300 миңдин ешип рекорт сәвийәгә йәткәнликини хәвәр қилди.

«әлқуддус әләрәби гезити», германийәдә бир кишиниң пойизда сүрийәлик бир йашқа һуҗум қилиш вәқәсиниң зор наразилиқ қозғиғанлиқини хәвәр қилди.

мәзкур гезиттә йәнә, сәуди әрәбистан падишаһи сәлман бин алдуләзизниң қатар әмири шәйх тәмим бин һамәдни сәуди әрәбистанни зийарәт қилишқа тәклип қилғанлиқини хәвәр қилди.

«әррайә әлқатариййә гезити», қатарниң сәуди әрәбистанниң бихәтәрликини вә муқимлиқини күчәйтишни қоллайдиғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле парисийин гезити» (Le Parisien), фирансийәдә вухән вирусиниң һиндистан варийантиниң алдини елиш үчүн, фирансийә чегралирида тәкшүрүшни күчәйткәнликини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле фигаро гезити» (Le Figaro), фирансийәниң һиндистанға оксиген ишләпчиқириш үскүнилирини әвәтидиғанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ла вангуардийа гезити» (La Vanguardia), каталонийә райониниң бундин кейин һәр йәттә күндә бир қетим 400 миң йаки 450 миң ваксина сетивелишни үмид қиливатқанлиқини хәвәр қилди.

испанийәниң «а б с телевизийәси» (ABC), перу алимлириниң перу йаки чилида оттуриға чиққанлиқи тәхмин қилиниватқан вә башқа дөләтләргә «тарқалған» еһтимали болған вухән вируси варийантини тәтқиқ қиливатқанлиқини хәвәр қилди.

кубада чиқидиған «пренса латина гезити» (Prensa Latina), биразилийә парламенти тәкшүрүш комитетиниң, пирезидент болсонаро һөкүмитиниң вухән вируси тәдбирлиригә қилған хилаплиқлиқлирини тәкшүрүшни бүгүн (2021-йили 27-апрел) башлайдиғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «рийа новости агентлиқи» (RİA Novosti), русийә ташқи ишлар министирлиқи май ейиниң ахириғичә «очуқ асманлар келишими» дин чекинидиғанлиқини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «тас агентлиқи» (TASS), фирансийә пирезиденти макронниң русийә пирезиденти путин билән телефонда көрүшкәндә, украина пирезиденти зеленски билән өткүзгән сөһбити тоғрисида мәлумат бәргәнликини хәвәр қилди.

русийәдә чиқидиған «коммерсант гезити» (Kommersant), русийә бивастә селинма фонди (RDIF) ниң 1-майдин башлап һиндистанға вухән вирусиға қарши йасалған « V –спутник» ваксинасини експорт қилишни пилан қилғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر