18.02.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1586095
18.02.2021

түркийә авази радийоси: германийәдә чиқидиған «франкфуртер алгемайни зәйтуң гезити», йавропа иттипақи комитетиниң америкада ваксина йасайдиған модерна (Moderna) ширкити билән җәмий 300 милйон шишә вухән вируси (Kovid-19 ) ваксинаси сетивелиш үчүн йеңи келишим түзгәнликини хәвәр қилди.

германийә авази радийоси, нато дөләт мудапиә министирлириниң америка сайламлиридин кейин тунҗи қетим бир йәргә топлинидиғанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «ханделсблат гезити» (Handelsblatt), йавропа аптомобил базириниң вухән вируси сәвәбидин зор қийинчилиқларни баштин кәчүрүватқанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле парисийин гезити» (Le Parisien ), чегра һалқиған мухбирлар тәшкилатиниң фирансийә кеңәш палатасиға ахбарат әркинликини капаләт астиға елиш тоғрисида чақириқ қилғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле фигаро гезити» (Le Figaro) йавропалиқлар билән америкалиқларниң иран йадро келишимини қутқузувелиш тоғрисида сөзлишиватқанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел паис гезити» (El País), рәп сәнәтчиси пабло һасел (Pablo Hasél) ниң түрмигә ташлинишиға қарши қозғалған намайишларниң мадридқа кеңәйгәнликини хәвәр қилди.

рәп сәнәтчиси пабло һасел падишаһ аилисигә һақарәт қилиш билән әйиблинип тутулған иди.

испанийәдә чиқидиған «ла вангуардийа гезити» (La Vanguardia), испанийә хәлқ сақлиқни сақлаш комитетиниң 45 йаштин 55 йашқичә болған кишиләрни астразенека (AstraZeneca) ваксинаси билән әмләшни тәклип қилғанлиқини хәвәр қилди.

аргентинада чиқидиған «инфобийә гезити» (Infoabae), пан америка сәһийә тәшкилатиниң, венезуеланиң ковакс (Covax) тин 18 милйон шишә ваксина сетивелиши үчүн 18 милйон доллар закаләт бериши керәкликини билдүргәнликини хәвәр қилди.

әлҗәзирә қанили, аридин узун вақит өткәндин кейин, америка пирезиденти җо байдин билән исираилийә баш министири нетанйаһуниң телефонда көрүшкәнликини хәвәр қилди.

қатарда чиқидиған «әррайә әлқатариййә гезити», түркийәдики сайаһәтчилик деһқанчилиқ мәйданлириниң зийарәтчиләрни җәлп қиливатқанлиқини хәвәр қилди.

«әлқуддус әләрәби гезити», әрәб бирләшмә хәлипиликиниң исираилийәдә турушлуқ баш әлчисиниң һәмбәһирлигән ибранийчә учур билән, әлчихана твиттер адресини ачқанлиқини хәвәр қилди.

русийәдә чиқидиған «коммерсант гезити» (Kommersant), украина тәбиий газ ширкити «нафтогаз» ниң башлиқиниң «2-шималий еқим» тәбиий газ туруба йол қурулушини тохтитишниң, украина үчүн «өлүм көрүм» мәсилиси икәнликини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

 «нафтогаз» ниң башлиқиниң билдүрүшичә, лайһәниң тамамлиниши, украинани «русийәниң һуҗумлири» ға қарши техиму мудапиәсиз һалға кәлтүридикән.

русийәдә чиқидиған «рийа новости гезити» (RİA Novosti), 2021-йили 30 дин артуқ русийә банкасиниң сода гуваһнамисидин айрилип қелиши мумкинликини хәвәр қилди.

«тас агентлиқи» (TASS), йавропа кишилик һоқуқ мәһкимисиниң тутуп турулуватқан рус өктичи рәһбири алексей навалнийни дәрһал қойуп бериш тәлипини, москваниң ички ишлиримизға арилишиш дәп қараватқанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر