16.02.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1584532
16.02.2021

түркийә авази радийоси: германийәдә чиқидиған «франкфуртер ғундшав» гезити, әнқәрәниң америка баш әлчисини ташқи ишлар министирлқиға чақирғанлиқини хәвәр қилди.

германийә авази радийоси, берлиндики меһманханиларниң ишикини өйсиз кишиләргә ачқанлиқини хәвәр қилди.

«а р д.де» тори (ard.de), дунйа сәһийә тәшкилати мутәхәсислириниң вухән вируси(Kovid-19)  һәққидә хитайдин техиму көп мәлумат тәләп қиливатқанлиқини хәвәр қилди.

испанийәниң« а б с» гезити, каталонийәдә өткүзүлгән сайламларда бөлүнүш тәрәпдарлириниң ғәлибә қилғанлиқини хәвәр қилди.

аргентинада чиқидиған «кларин гезити» (Clarín ), аргентинаниң сабиқ пирезиденти карлос мәнәм (Carlos Menem) ниң мейитиниң, сан җасто мусулманлар қәбристанлиқиға дәпнә қилинғанлиқини хәвәр қилди.

«әддәстур гезити», тунҗи қетим оттуриға чиқиштин бурун 13 хил вухән вирусиниң байқалғанлиқини, дунйа сәһийә тәшкилатиниң буниңдин чөчүгәнликини хәвәр қилди.

«әррайә әлқатариййә гезити», дунйа сәһийә тәшкилати тәрәққий қиливатқан дөләтләрдә астразенека (AstraZeneca) ваксинасиниң әмлинишини тәстиқлиғанлиқини хәвәр қилди.

«әлқуддус әләрәби гезити», қатар ташқи ишлар министириниң йадро келишими сәвәбидин оттуриға чиққан ихтилаплар көләңгисидә иранни зийарәт қилғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле парисийин гезити» (Le Parisien), америка муавин пирезиденти камела харис билән фирансийә пирезиденти макронниң вухән вирусиға қарши «йеқин һәмкарлиқ» ни қоллайдиғанлиқини хәвәр қилди.

«раша тедей» гезити (Russia Today), русийә парламенти думаниң хамчот вә баҗ комитетиниң, крипто пул органлири билән беҗирилгән рәсмийәтләрдин баҗ елиш тәклип қилинған қанун лайиһәсини тәстиқлиғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «тас агентлиқи», русийә билән американиң оттура шәрқтә пәләстин-исираилийә мәсилисини һәл қилишта һәмкарлишайдиғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, икки дөләт ташқи ишлар министирлиқи мәсуллириниң мәзкур мәсилә тоғрисида телефонда көрүшкәнлики қәйт қилинди.

русийәниң «лента.ру» тори (Lenta.ru), русийә пирезиденти путинниң һөкүмәткә вухән вируси ваксиналириниң йеңи түр вирусларға қарши үнүмини анализ қилиши тоғрисида йолйоруқ чүшүргәнликини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر