10.07.2020

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1452707
10.07.2020

түркийә авази радийоси: белгийәниң «ле соир» гезити, белгийәниң, вухән вирусини тизгинләш тәдбирлири даирисидә шәнбә күнидин башлап магезинлар, киноханилар вә музейларда мәҗбурий маска тақаш түзүмини йолға қойғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәниң «фиранс-24» хәвәрләр қанили, әсли африқалиқ америка пуқраси җорҗ флойдниң, сақчи зораванлиқиға учрап өлүп кетиштин бурун сақчиларни «(бу) мени өлтүрүветиду» дәп агаһландурғанлиқини көрүрмәнлириниң диқиқтигә сунди.

фирансийәниң «ле фигаро» гезити, фирансийә пирезиденти емануел макронниң от апитидә талапәткә учриған нотре дамни черкав сүпитидә ремонт қилинишиға йешил чирағ йаққанлиқини оқурмәнлири билән ортақлашти.

ийорданийәдә чиқидиған «әддустур» гезити, дунйа сәһийә тәшкилатиниң ковид – 19 ниң йуқуш йоллириға алақидар позитсийәдә хаталиқ садир қилғанлиқини қобул қилғанлиқи тоғрисидики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

лондонда әрәбчә нәшр қилинидиған «әлқуддус әләрәби» гезити, ғәззәдә сақчиларниң бәдинидә тайақ излири байқалған бир қизниң өлүмигә мунасивәтлик тәкшүрүшләрни давамлаштуруватқанлиқини хәвәр қилди.

қатарда чиқидиған «әррайә әлқатариййә» гезити, ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқида бир пәләстинликниң исраилийәниң оқи тегип шеһит болғанлиқини йазди.

испанийәниң «ел паис» гезити, дунйа сәһийә тәшкилатиниң ковид – 19 ниң әтрапи йепиқ орунларда һава йоли билән йуқушиниң мумкинликини қобул қилғанлиқини абонитлири билән ортақлашти.

испанийәниң «ла вангуардиа» гезити, йуқумда йеңи бир долқунниң баш көтүрүшидин әндишә қилған (испанийәдики) балеар араллириниңму маска тақаш түзүмини йолға қойғанлиқини хәвәр қилди.

аргентинада чиқидиған «инфобийа» гезити, венезуелада пирезиденттин кейин диосдадо кабелло (қурғучи парламент башлиқи)ниңму ковид – 19 ни йуқтурувалғанлиқиниң җәзмләшкәнликиниң уқтурулғанлиқини йазди.

германийә авази радийоси (DW), бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) доклатчисиниң «сәуди әрәбистанлиқ журналист җәмал қашиқчи җинайити даирисидә сәуди әрәбистан шаһзадиси бин сәлманни сотлаш мумкин әмәс» дегәнликини аңлиғучилири билән ортақлашти.

германийәниң «зеит онлайн» тори, сербийәниң пайтәхти белградтики ковид – 19 намайишида намайишчилар билән сақчиларниң тоқунушқанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «зүддайчә зәйтуң гезити», америка қошма иштатлиридики бир сот мәһкимиси, тәптиш мәһкимисиниң пирезидент доналд трампниң һесабат дәптирини көрәләйдиғанлиқини билдүргәнликини йазди.

русийәниң «газәта.ру» тори, дунйа сәһийә тәшкилатиниң, русийәдә бәзи ковид – 19 чәклимилириниң нөвәттики бәлгилимиләргә риайә қилинмиған тәқдирдә қайтидин иҗра қилинишқа башлинишиниң мумкинликини уқтурғанлиқини оқурмәнлири билән ортақлашти.

русийәниң «тас» хәвәр агентлиқи, русийә сайаһәт уйушмиси башлиқи игнатйевниң «бу йилниң алдинқи йеримида сайаһәтчилик саһәсиниң зийини 1 йерим тирилйон рублидин ешип кәтти» дегән сөзлирини хәвәр қилди.

русийәниң «риа новости» хәвәр агентлиқи, русийәдә ковид – 19 ваксинисини синақ қилишниң ахирқи басқучиға қәдәм қойулғанлиқини йазди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر