29.05.2020

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1425680
29.05.2020

түркийә авази радийоси: германийә авази радийоси (DW), германийә ташқи ишлар министирлиқиниң, буниңдин бәш йил бурун федератип парламентниң интернет ториға қилинған тор һуҗуми мунасивити билән русийәгә күчлүк ултиматом тапшурғанлиқини йазди.

германийәниң «франкфуртер алгемиене зейтуң» гезити, әнглийәниң вухән вируси (ковид – 19) сәвәбидин тохтитип қойулған ингланд алий бирләшмиси (Premier Lig) мусабиқилириниң 17 – ийунда қайтидин башлинидиғанлиқи тоғрисидики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

белгийәниң «ле соир» гезити, фирансийәдә башланғуч, оттура мәктәпләр, кечә кулублири вә ресторанларниң 2 – ийундин тартип ечилидиғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәниң «ле монде» гезити, америка пирезиденти доналд трампниң иҗтимаий таратқо торлирини имтийазлиридин мәһрум қалдурушни халайдиғанлиқини илгири сүрди.

фирансийәниң «фиранс-24» хәвәрләр қанили, фирансийәдә сайаһәт саһәсиниң сәйшәнбә күнидин тартип қайтидин туғулушниң хушаллиқини баштин кәчүридиғанлиқини хәвәр қилди.

«әддустур» гезити, вухән вируси сәвәбидин нил дәрйаси бойлириниң роза һейтта бош қалғанлиқини йазди.

«әлқуддус» гезити, вухән вирусиниң нурғун лидерниң қабилийәтсизликини намайан қилип бәргәнликини илгири сүриди.

«әләййам» гезити, исраилийәдә вухән вирусиниң иккинчи долқуниға қарши туруш хизмәтлири даирисидә 100 кишиниң өзини тәкшүрткүзидиғанлиқини йазди.

испанийәниң «ел мундо» гезити, испанийә сәһийә министири салвадор илланиң, ковид – 19ниң күз мәзгилидә қайтидин күчлүк оттуриға чиқиш мумкинчиликиниң барлиқини ейтқанлиқини оқурмәнлири  билән ортақлашти.

испанийәниң «ел паис» гезити, тәкшүрүш санидики йетәрсизлик вә һәмкарлиқ роһиниң аҗизлиқи йавропа иттипақиниң вухән вируси (ковид – 19) җеңини аҗизлитип қойғанлиқини йазди.

венесуелада чиқидиған «ел нашионал» гезити, коломбийәниң карантин муддитини узартидиғанлиқини, хәлқара авийатсийә қатнишиниң сентәбир ейида башлинидиғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «известийа» гезити, москвада саламәтлики әслигә кәлгән 3474 бимарниң балинисттин чиққанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «тасс» хәвәр агентлиқи, русийә әмгәкчиләр министирлиқиниң йуқум мәзгилидә хизмәтчиләрниң хизмәттин бошитилишиға алақидар бир чәклимиләрни елан қилғанлиқини йазди.

йәнә русийәниң «риа новости» хәвәр агентлиқи, русийә қармиқидики дағистан аптоном җумһурийтидә вухән вирусиға тақабил туруш хизмәтлири даирисидә сәһра дохтурханилириниң тәсис қилинғанлиқи тоғрисидики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر