20.02.2020

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримизтөвәндикичә:

1363038
20.02.2020

 түркийә авази радийоси: сәуди әрәбистанда инглизчә чиқидиған «әшшәрқ әләвсат гезити», америка билән сәуди әрәбистанниң ортақ һәрбий маневир өткүзидиғанлиқини елан қилди.

қатарда чиқидиған «әлрайа әлқатариййа гезити», қатар оттура шәрқ райониға мунасивәтлик «хәвпсизлик келишими» ниң имзалиниши үчүн тәклипини тәкрарлиғанлиқини хәвәр қилди.

кувәйттә чиқидиған «вәтән гезити», америка дөләт мудапиә министирлиқиниң ирандин йәмәндики һусийларға әвәтилгән йәттә йүк аптомобилдики қорал-йарағларни қолға чүшүргәнликини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

германийә авази радийосиниң тор бетидә, түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң сүрийә бәшшар әсәд һакимийитини ахирқи қетим агаһландурғанлиқи хәвәр қилинди.

германийәниң «шпигел» тори (Spiegel.de), германийә баш министири меркелниң хиристийан демократ иттипақи партийәсиниң баш министир үстидики издинишлириниң сиртида қелишини үмид қиливатқанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «велт» тори (Welt), һанав (Hanau) шәһиридә йүз бәргән қораллиқ етишишта 11 кишиниң җенидин айрилғанлиқини, сақчиларниң етирап мәктуби тапқанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле монде гезити» (Le Monde), германийәдә наргилә қәһвәханисиға қораллиқ һуҗум қилиш вәқәсиниң йүз бәргәнликини вә 11 кишиниң җенидин айрилғанлиқини хәвәр қилди.

шивейтсарийәдә чиқидиған «ле темпс гезити» (Le Temps), әнглийә йавропа иттипақидин чекингәндин кейин йавропада йеңи урушларниң йүз беридиғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «тас агентлиқи» (TASS), русийә пирезиденти путинниң сабиқ баш министир медведев билән униң һөкүмитиниң истепа беришини бурунла сөзләшкәнликини ейтқанлиқини елан қилди.

русийәдә чиқидиған «известийа гезити» (İZVESTİYA), русийә,иран вә түркийәниң сүрийә мәсилиси бойичә өткүзүлидиған үч тәрәп йиғининиң вақтини бәлгиләшкә тиришиватқанлиқини хәвәр қилди.

венезуелада чиқидиған «телесур гезити» (Telesur), түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң, түркийәниң сүрийәдә уштумтут һәрбий һәрикәт башлиши мумкинликини елан қилғанлиқини ейтти.

испанийәдә чиқидиған «ел паис гезити» (El Pais), б д т ниң сүрийәдә ички уруш башланғандин буйан йүз бериши мумкин болған әң чоң көч һәққидә агаһландурғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «рийа новости агентлиқи» (RİA Novosti), йапонийәниң «алмас мәликиси» намлиқ йолучилар парахотида йәнә, икки кишидә вухән вируси байқалғанлиқини хәвәр қилди.

кубада чиқидиған «бренса латина гезити» (Prensa Latina), мексикада вухән вируси билән йуқумланғанлиқи гуман қилинған икки кишиниң байқалғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر