21.01.2020

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримизтөвәндикичә:

1344779
21.01.2020

 түркийә авази радийоси: сәуди әрәбистанда инглизчә чиқидиған «әшшәрқ әләвсат гезити», түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң ливийәгә мәслиһәтчи вә тәлим-тәрбийә бәргүчиләрниң әвәтилгәнликини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

қатарда чиқидиған «әлрайа әлқатариййа гезити», германийәниң ливийә билән феврал (2020) да йәнә бир қетим конферанис өткүзидиғанлиқини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

бәһрәйндә чиқидиған «әлайам гезити» (Al-Ayam), бағдадтики америка әлчиханисиниң әтрапиға үч данә катуша оқиниң чүшкәнликини хәвәр қилди.

германийәниң «шпейгел» тори (Spiegel.de), германийәдә тунҗи йеңи қуш зукимниң байқалғанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «Orf.de» тори түркийәниң сомали деңиз тәвәликидә нефит издәйдиғанлиқини елан қилди.

германийәниң «Rtl.de» тори, деһқанлар вә муһит қоғдиғучилириниң дегендорф (Deggendorf) та меркелға қарши намайиш қилғанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел паис гезити» (El Pais), глорийа борининиң, болупму воленсийә (Valencia ) вилайитини вә балейир (Balear) араллириға қаттиқ тәсир қилғанлиқини؛ боранда тәхминән төт кишиниң җенидин айрилғанлиқини, чоң йоллар вә ул-әслиһәләрниң ишләткили болмайдиған дәриҗидә бузғунчилиққа учриғанлиқини хәвәр қилди.

аргентинада чиқидиған «инфобийа гезити» (Infobae), йавропа ташқи ишлар комитетиниң башлиқи җосеп боррел (Josep Borrel) ниң чаршәнбә (22-йанвар) күни бирйусселда венезуеланиң өктичи рәһбири хуән гуайдони қобул қилидиғанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел мундо гезити» (El Mundo), ево моралес (Evo Morales) ниң боливийәдики пирезидентлиқ сайлими үчүн мас  (MAS) (сотсийализм һәрикити) партийәсигә өзиниң намзатлиқини қобул қилдурғанлиқини хәвәр қилди.

русийәдә чиқидиған «известийа гезити» (İzvestiya), русийәниң томск (Tomsk) районида чиққан от апитидә җенидин айрилған 10 кишиниң өзбекстанлиқ икәнликини хәвәр қилди.

«24-франс» қанили, вәзиписидин қалдуруш дәвасида пирезидент трампниң адвокатлириниң «дәрһал гунаһсиз» икәнликини елан қилишни тәләп қилғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле монде гезити» (Le Monde), илйас фаһфаһниң һөкүмәт қуруш вәзиписигә тәйинләнгәнликини хәвәр қилди.

русийәниң «лента.ру» (Lenta.ru) тори, русийә пирезиденти владимир путинниң асасий қанунға өзгәртиш киргүзүш қанун тәклипини думаниң тәстиқиға сунғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر