16.01.2020

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1341834
16.01.2020

түркийә авази радийоси: сәуди әрәбистанда ингилиз тилида чиқидиған «‹әшшәрқул әвсәт› гезити», русийә пирезиденти виладимир путинниң ислаһат чақириқлиридин кейин йеңи баш министирини бәлгиләп чиққанлиқини хәвәр қилди.

бәһрәйндә чиқидиған «‹әләййам› гезити»,  канада қатнаш ишлири министириниң, «канадалиқ мутәхәссисләрдин тәшкил тапқан бир һәйәт иранда чүшүп кәткән украина йолучилар айропилани қазасини тәкшүриду» дегән сөзлирини нәқил кәлтүрди.

қатарда чиқидиған «‹әррайәл қәтәриййә› гезити», идлибтә бәшшар әсәд күчлириниң һава һуҗумлирида 9 кишиниң қаза қилғанлиқини оқурмәнлири билән ортақлашти.

русийәниң «‹ Gazetemru  › хәвәрләр тори »,  русийә пирезиденти виладимир путинниң ислаһат тәлипиниң һөкүмәттә баш министирниң вәзиписидин истепа беришигә сәвәб болғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «‹ Lenta.ru › хәвәрләр тори», русийә пирезиденти виладимир путинниң асасий қанунни өзгәртиш пилани барлиқини йазди.

русийәниң «‹ RIA Novosti› хәвәр агентлиқи», «чеченийә районинииң рәиси қарировниң ахбарат васитилири байанатчиси қадировниң кесәл икәнликини уқтурди» сәрләвһилик хәвирини оқурмәнлири билән ортақлашти.

фирансийәниң «‹ France 24 › телевизийә қанили», америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трампниң вәзиписидин елип ташлиниш мәсилисидә палатаниң һәрикәткә өткәнликини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «‹ Le Parisien › гезити», фирансийәдә пинсийунерлиқ ислаһатиға қарши йеңи намайишлар өткүзүлүштин бир күн бурун һөкүмәтниң қаттиқ услубта байанатларни бериватқанлиқини йазди.

фирансийәдә чиқидиған «< Libération> гезити», фирансийәдә деһқанчилиқ дорилирини сетиш ишлириниң 2018 – йили тез сүрәттә әң йүксәк сәвийәгә йәткәнликини оқурмәнлири билән ортақлашти.

венезуеланиң «‹ Telesur› телевизийә қанили», чили пирезиденти пинераниң мааш түзүлмисидә ислаһат елип берилидиғанлиқини уқтурғанлиқини  хәвәр қилди.

германийәниң «‹ Deutsche Welle› хәвәрләр тори», иранниң йавропаға, «әскәрлириңлар хәвп астида болуши мумкин» дәп тәһдит салғанлиқини оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

 германийәдә чиқидиған «‹ Süddeutsche Zeitung › гезити», германийәниң иқтисадий әһвалиниң начарлишиватқанлиқини йазди.

германийәдә чиқидиған «‹ Frankfurter Allgemeine Zeitung› гезити», германийә дөләт мудапиә министири аннегрет крамп – карренбауерниң ийорданийәдики германийә әскәрлирини зийарәт қилғанлиқини оқурмәнлири билән ортақлашти.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر