13.01.2020

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1339664
13.01.2020

түркийә авази радийоси: сәуди әрәбистанда инглизчә нәшр қилинидиған «әшшәрқ әләвсат» гезити, бағдадниң шималидики америка әскәрлири туруватқан бир һәрбий базиға башқурулидиған бомбиларниң етилғанлиқини хәвәр қилди.

қатарда чиқидиған «әррайә әлқатариййә» гезити, ирақта намайишларниң қайтидин әвҗ алғанлиқини, сақчилар билән намайишчилар арисида йүз бәргән тоқунушларда онларчә адәмниң йариланғанлиқини йазди.

йәнә сәуди әрәбистанда инглизчә нәшр қилинидиған «әшшәрқ әләвсат» гезити, иранниң украина айропиланиниң чүшүрүветилишигә алақидар һәқиқәтләрни йошурғанлиқи тоғрисидики хәвәрләрни рәт қилғанлиқи һәққидики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти.

фирансийәниң «ле монде» гезити, ливийәниң пайтәхти тираблустики уруш тохтитишниң түркийә – русийә мурәссәләштүрүшиниң үнүмини намайан қилип бәргәнликини илгири сүрди.

фирансийәниң «франс-24» хәвәрләр қанили, (фирансийә баш министири) едвар филиппениң пинсийонерлиқ ислаһати қәдәмлириниң адаққичә давамлаштурулидиғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

йәнә фирансийәниң «либерейшен» гезити, алақидар әмәлдарларниң, иранда чүшүп кәткән бойең айропилани тоғрисидики етираплириниң наразилиқ пәйда қилғанлиқини йазди.

испанийәдә чиқидиған «ла вангуардиа» гезити, түркийәниң, ливийә вә идлибта һасил қилинған уруш тохтитишниң өзиниң «тинчлиқ дипломатийәси»ниң мәһсули икәнликини елан қилғанлиқини йазди.

испанийәниң «ел паес» гезити, испанийә һөкүмитиниң уйушмилар вә хизмәт билән тәминлигүчиләр билән дәсләпки қәдәмдә төвән мааш миқдари мәсилисидә йаришиш һасил қилишни халайдиғанлиқини илгири сүрди.

чилида чиқидиған «ла терсера» гезити, реал мадрид командисиниң атлетико (мадрид) командисини җаза топи арқилиқ йеңип, испанийә чоң лоңқисини алғанлиқи тоғрисидики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти.

русийәниң «коммерсант» гезити, теһрандики айропилан паҗиәси үчүн украинаниң төләм тәләп қилидиғанлиқини йазди.

русийәдә чиқидиған «известийа» гезити, австрийә ташқи ишлар министириниң «норд стрим-2» туруба линийәсигә җаза йүргүзүшни қобул қилишниң мумкин әмәсликини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «тасс» хәвәр агентлиқи, америка қошма иштатлири билән түркийәниң оттура шәрқтә натониң ролини күчәйтишниң йоллири үстидә сөһбәт өткүзгәнликини йазди.

германийә авази (DW) радийоси, йавропа иттипақи кеңиши башлиқи чарлес мичелниң ливийә мәсилисидә сөзлишиш үчүн истанбулға келип, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән көрүшкәнлики тоғрисидики мәлуматларни оқурмәнлири билән ортақлашти.

германийәниң «Die Welt» гезити, трампниң ирандики һакимийәткә қарши намайишларни қоллайдиғанлиқи тоғрисида вәдә бәргәнликини йазди.

йәнә германийәниң «Tagesschau» гезити, австралийә баш министириниң килимат сийаситини өзгәртидиғанлиқиниң сигналини бәргәнликини илгири сүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر