26.11.2019

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримизтөвәндикичә:

1312583
26.11.2019

түркийә авази радийоси: сәуди әрәбистанда инглизчә чиқидиған «әшшәрқ әләвсат гезити», хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң ирандики намайишларда әң аз дегәндә 143 кишиниң җенидин айрилғанлиқини елан қилғанлиқини  хәвәр қилди.

қатарда чиқидиған «әлрайа әл қатариййа гезити», түркийәниң «пәнҗә һәрбий һәрикити» даирисидә, ирақниң шималида 163 террористни бир тәрәп қилғанлиқини хәвәр қилди.

мәзкур гезит йәнә, бағдадта намайишларниң давамлишиватқанлиқини, бәсрә йолиға баридиған ташйол қатнишиниң тохтитилғанлиқини хәвәр қилди.

германийә авази радийоси, террорлуқ тәшкилати даешқа қатнашқан тунҗи айалниң германийәгә қайтқанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел паис гезити» (El País), чилидики зораванлиқ вәқәлириниң дөләт ичидә роһий кесәлликләр нисбитини вә қорал сетиш нисбитини ашурувәткәнликини хәвәр қилди.

мексикада чиқидиған «ла корнада гезити» (La Jornada), миксика шәһиригә топланған миңларчә кишиниң айалларға зораванлиқ қилишниң ахирлишишини тәләп қилип намайиш қилғанлиқини хәвәр қилди.

«24-франс» қанили, фирансийә ташқи ишлар министирлиқиниң мексикада гөрүгә еливелинған фирансийә пуқралириниң қойуп берилгәнликини елан қилғанлиқини хәв р қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле парисийен гезити» (Le Parisien), әнглийә баш вәзири борис җонсон тоғрисида «борис җонсон йавропани аҗизлатқан йалғанчи» сәрләвһисидә хәвәр елан қилди.

русийәдә чиқидиған «известийа гезити» (İzvestiya), русийәниң рособоронекспорт (Rosoboronexport) ширкитиниң түркийәни иккинчи «S-400» биригадиси билән тәминләш нийитидә икәнликини хәвәр қилди.

русийәниң «тас» (TASS) агентлиқи, русийәниң әнглийәдә турушлуқ баш әлчисиниң русийә мухбирлириға виза берилмәсликигә охшаш усулда җаваб берилиши мумкинликини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «лента.ру» тори (Lenta.ru), русийә пирезиденти путин билән украина пирезиденти зеленскиниң украинани газ билән тәминләш ишлирини музакирә қилғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر