чәт әл мәтбуатлирида бүгүн: 17.10.2019

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1289824
чәт әл мәтбуатлирида бүгүн: 17.10.2019

түркийә авази радийоси: сәуди әрәбистанда ингилиз тилида чиқидиған «‹әшшәрқул әвсәт› гезити», йүзләрчә сүрийәлик кордниң ираққа қарап кетиватқанлиқини йазди.

қатарда чиқидиған «‹әррайәл қәтәриййә› гезити», җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң «<тинчлиқ булиқи> һәрбий һәрикити қораллиқ кишиләрниң бихәтәр районни тәрк етиши билән ахирлишиду» дегән сөзлирини нәқил кәлтүрди.

ливанда чиқидиған «‹әлмустәқбәл› гезити»,  «америка қошма иштатлири дөләт мудапиә министирлиқи 1000 америка әскириниң сүрийәниң шималий қисмидин чекинип чиқип кәткәнликини җакарлиди» сәрләвһилик хәвирини оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

германийәниң «‹ Welt.de › хәвәрләр тори»,  хәлқара пул фонди тәшкилатиниң иқтисадий тәрәққийат мөлчиригә асасланғанда, германийәниң бу йил иқтисадий тәрәққийатта фирансийәниң арқисида қалидиғанлиқини оқурмәнлири билән ортақлашти.

германийәниң «‹Tagesschau.de › хәвәрләр тори», «германийә һөкүмити йавропа иттипақи комитети билән америка қошма иштатлириниң агаһландурушиға қаримай хитайниң Huawei ширкитигә 5G үчүн йешил чирағ йақти» сәрләвһилик хәвирини оқурмәнлири билән ортақлашти.

германийәниң «‹ Deutsche Welle› хәвәрләр тори», германийә пирезиденти стейнмийерниң һалледа һуҗумға учриған кавап дукининиң хоҗайиға телефон қилип, һал сориғанлиқини йазди.

русийәниң «‹ TASS › агентлиқи », бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңиши биринчи комитетиниң америка қошма иштатлиридин йөткилиш мәзмун қилинған қанун лайиһәси тәййарлиғанлиқини оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

русийәниң «‹ RIA Novosti› хәвәр агентлиқи», «русийә америка һөкүмәт зайомлириға салған мәблиғини 800 милйон долларғичә ашурди» сәрләвһилик хәвирини оқурмәнлири билән ортақлашти.

русийәниң «‹ Lenta.ru › хәвәрләр тори», түркийәниң америка қошма иштатлириниң ембарголириға җаваб қайтурушқа тәййарлиниватқанлиқини йазди.

фирансийәниң «‹ France 24 › телевизийә қанили», америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трампниң қаришичә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң даештинму начар икәнликини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «‹ Le Figaro  › гезити», әнглийәниң йавропа иттипақидин айрилиши мәсилисидә келишим түзүш еһтималлиқи тоғрулуқ үмид чириғиниң йанғанлиқини йазди.

фирансийәдә чиқидиған «ле монде гезити» (Le Monde), «мустәқиллиқни халайдиған рәһбәрләрниң җазаландурулушидин кейин каталонийәдә «әркинлик намайиши» өткүзүлгәнликини оқурмәнлири билән ортақлашти.

испанийәдә чиқидиған «‹ El País › гезити», «каталонийәдә йеңи зораванлиқ долқуни көтүрүлди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

аптомобилларға от қойуп берилди, йәрлик дөләт хәвпсизлик күчлири һуҗумға учриди.

испанийәдә чиқидиған «<әлмундо> гезити» (El Mundo), «мурсиада җәнннәтин мазарлиққа» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

 йеқинқи заман тарихидики әң дәһшәтлик қара йамғур, һәммә йақни қаплап кәткән муһит булғиниши, йеза игилик дорилири вә шәһәрлириш паалийәтлири тонларчә өлүк белиқлар вә деңиз җанлиқлириниң саһилларға чиқип қелиишини кәлтүрүп чиқарди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر