14.10.2019

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1287787
14.10.2019

түркийә авази радийоси: сәуди әрәбистанда инглизчә нәшр қилинидиған «әшшәрқ әләвсат» гезити, русийә пирезиденти виладимир путинниң сәуди әрәбистанда зийарәттә болғанлиқини хәвәр қилди.

қатарда чиқидиған «әррайә әлқатариййә» гезити, исраилийәниң бәйт лаһимда 251 олтурақ мәркизи қурғанлиқини йазди.

оманда чиқидиған «әлвәтан» гезити, америка қошма иштатлири мудапиә министирлиқи – пентагонниң, америка әскәрлири сүрийәдин чекинмиди, пәқәт җәнуб тәрәпкә йөткәлди, дегәнлики тоғрисидики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти.

испанийәниң «ел паес» гезити, испанийә йуқири сот мәһкимисиниң бүгүн каталонийәдики мустәқиллиқ тәрәпдари «просес» делосиниң һөкүмнамисини елан қилидиғанлиқини хәвәр қилди.

ипсанийәниң «ел диарио» гезити, испанийә ташқи ишлар министири җосеп боррелниң әтә кубада дөләт ишлири зийаритидә болидиғанлиқини йазди.

екваторда чиқидиған «ел комерсио» гезити, екваторда һөкүмәт билән 11 күндин буйан намайиш қиливатқан йәрлик аһалиләр музакирә өткүзүп, дөләттә омумийүзлүк иш ташлаш тоғрисида келишим һасил қилғанлиқини хәвәр қилди.

германийә авази (DW) радийоси, әрдоғанниң (тинчлиқ булиқи һәрбий һәрикитини) әң күчлүк қоллиғанларниң сүрийәлик кордлар икәнликини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

йәнә германийәниң «шпиегел.де» тори, йавропа иттипақиниң, америка қошма иштатлириниң қошумчә таможна баҗлириниң алдини елишни халайдиғанлиқини йазди.

германийәниң «ARD.de» гезити, германийә миллий командисиниң естонийә командиси билән чүшкән мусабиқидә түрк миллитидин болған маһир илкай гүндоғанниң сайисида ғәлибә қилғанлиқини оқурмәнлири билән ортақлашти.

фирансийәдә чиқидиған «ле фигаро» гезити, фирансийәниң, америка сүрийәдин әскәрлирини чекиндүргәндин кейинму сүрийәдә әскәр турғузушни давамлаштурушни халайдиғанлиқини йазди.

фирансийәниң франс-24 хәвәрләр қанили, йавро-2020 фирансийә – түркийә мусабиқилириниң җиддий сүркилиш астидики бәлгилигүчи бир мусабиқә болидиғанлиқини илгири сүрди.

русийәниң «коммерсант» гезити, сәуди әрәбистан (русийә пирезиденти) виладимир путинни дөләт мушундақ қийин күнләрни баштин кәчүрүватқанда қандақ күтүвалиду? дәп соал қойди.

русийәниң «риа новости» хәвәр агентлиқи, йавропаниң шималий еқим- 2 қурулушиниң тез пүткүзүлүшини тәләп қилғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «вести» хәвәрләр тори, норвегийәниң «русийә тәһдити» алдида сетивалған ф-35 тин қусур тапқанлиқини илгири сүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر