16.09.2019

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1270194
16.09.2019

түркийә авази радийоси: сәуди әрәбистанда инглизчә нәшр қилинидиған «әшшәрқ әләвсат» гезити, алҗирийәдики пирезидентлиқ сайлиминиң 12 – декабирда өткүзүлидиғанлиқини хәвәр қилди.

қатарда чиқидиған «әррайә әлқатариййә» гезити, қатарниң «пәләстин әзәлдин бери пәләстинликләрниңдур вә шундақ қалиду» дегәнликини йазди.

ливанда чиқидиған «әлмустәқбәл» гезити, америка пирезиденти трампниң «сәуди әрәбистандики һуҗумларниң җавабкарлирини билимиз  вә инкас қайтурушқа тәййармиз» дегәнлики тоғрисидики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти.

германийә авази, бу йиллиқ германийә теббий мукапатиниң германийәдә тоғулуп өскән, сүний йүрәк саһәсидики хизмәтлири билән нам чиқарған вирач доктор диләк гүрсойға берилидиғанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «Tagesschau.de» тори, германийә һөкүмитиниң килимат  келишими тәклипидә йаришиш һасил қилинидиғанлиқини күтүватқанлиқини йазди.

германийәдә чиқидиған «велт.де» гезити, бир тәкшүрүш нәтиҗисиниң, германларниң әқлийфонлар йүзисидин бикар вақитлиридин пайдилинишни унтуп кәткәнликини оттуриға қойғанлиқи тоғрисидики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти.

мексикада чиқидиған «җорнада» гезити, 130 миңдин артуқ мексикалиқниң дөләт мустәқил болғанлиқиниң 209 – йилини тәбрикләш үчүн мексико ситидики зокало мәйданиға йиғилғанлиқини хәвәр қилди.

испанийәниң «ел паес» гезити, испанийәдики милләтчи партийәләрниң йеңидин сайлам өткүзүшниң алдини елиш үчүн, солчи еқим орнитидиған иттипаққа тосқунлуқ қилмайдиғанлиқлирини билдүргәнликини йазди.

мексикада чиқидиған «универсал» гезити, The Cars ансамбилиниң йалғуз кишилик нахшичиси рик окасекниң 75 йешида аләмдин өткәнликини хәвәр қилди.

фирансийәниң «ле монде» гезити, адвокатлар, докторлар, учқучилар...ниң пинсийонерлиқ ислаһатиға қарши намайишиниң давамлишиватқанлиқини йазди.

фирансийәниң франс-24 хәвәрләр қанили, алҗирийәдики пирезидентлиқ сайлиминиң 12 – декабирда өткүзүлидиғанлиқини хәвәр қилди.

йәнә фирансийәдә чиқидиған «Libération» гезити, «айаллар җинайәтлири: исми саломе иди, 21 йашқа киргәниди. 2019 – йили фирансийәдә бурунқи йолдиши йаки муһәббити тәрипидин өлтүрүлгән 100- айал болди» сәрләвһисидә хәвәр елан қилди.

русийәдә чиқидиған «коммерсант» гезити, русийә билән беларусийәниң 2021 – йилидин тартип охшаш баҗ қанунини йолға қойушқа тәййарлиниватқанлиқи тоғрисидики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

русийәниң «риановости» хәвәр агентлиқи, сәуди әрәбистанниң нефит ишләпчиқириш миқдарини қисқартишидин кейин нефит баһасиниң %10 өрләп кәткәнликини йазди.

йәнә русийәниң «вести» гезити, краснойарискида от апити йүз берип, 8 адәмниң җенидин айрилғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر