08.07.2019

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1231951
08.07.2019

түркийә авази радийоси: ливанда чиқидиған «әлһайат» гезити, ирақниң, сурийә билән болған чегра бихәтәрликини капаләткә игә қилиш мәқситидә районда йеңидин һәрбий һәрикәт елип беришни башлиғанлиқини йазди.

сәуди әрәбистанда инглизчә нәшр қилинидиған «әшшәрқ әләвсат» гезити, папаниң көчмәнләрни қоғдаш үчүн инсаний каридор ечиш тоғрисида хәлқара җәмийәткә чақириқ қилғанлиқини хәвәр қилди.

қатарда чиқидиған «әррайә әлқатариййә» гезити, әрәб бирләшмә хәлипиликиниң йәмәндин чекинишиниң хунүкләшкән образини йахшилимайдиғанлиқини илгири сүрди.

испанийәниң «ел мундо» гезити, 2018 – йили 19280 венезуелалиқниң испанийәдин хәлқаралиқ қоғдаш тәләп қилғанлиқини؛ испанийәниң буларниң пәқәт 30 иға панаһлиниш салаһийити бәргәнликини йазди.

венезуелада чиқидиған «телесур» гезити, неколас мадурониң «дийалог вә пуқра – әскәр һәмкарлиқи, тинчлиқниң әң чоң капалитидур» дегәнликини оқурмәнлири билән ортақлашти.

перуда чиқидиған «комерсио» гезити, биразилийәниң перуни 1 гә қарши 3 нәтиҗә билән мәғлуп қилип, америка лоңқисини талишиш мусабиқисидә чемпийон болғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле фигаро» гезити, гиретсийәдә оңчиларниң күчлүк һаләттә (сийасий сәһнигә) қайтип кәлгәнликини йазди.

фирансийәниң «куест» медийа тори, шиддәтлик боран түпәйли фирансийә метеорологийә идарисиниң йәттә районда агаһландурушни күчәйткәнликини хәвәр қилди.

фирансийәниң «ле монде» гезити, йавропаниң, йадро келишими мәсилисидә иранниң (уран) қуйуқландуруш пиланиға қайтишидин әндишә қиливатқанлиқини йазди.

русийәниң «TASS» хәвәр агентлиқи, русийә һава йоллири ширкитиниң гирузийәгә қатнашни тәлтөкүс тохтатқанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «риа новости» хәвәр агентлиқи, русийә паспорти бар 14 адәмниң мексикиға киришигә рухсәт қилинмиғанлиқи тоғрисидики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти.

русийәниң «рамблер» хәвәрләр тори, русийә билән украинаниң биваситә телефон йиғининиң 12 – ийунда ишқа ашурулидиғанлиқини йазди.

германийә авази (DW), америкиниң, германийәниң сүрийәгә әскәр әвәтишини халайдиғанлиқини хәвәр қилди.

йәнә германийәниң «дер тагешипигел» гезити, гиретсийәдики сайламда ғәлибә қилған мичотакисниң баҗни төвәнлитидиғанлиқини вәдә қилғанлиқи тоғрисидики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти.  

германийәниң « Süddeutsche Zeitung» гезити болса, биразилийәниң һәл қилғуч мусабиқидә перуни йеңип, америка лоңқисини алғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر