01.07.2019

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1227957
01.07.2019

түркийә авази радийоси: германийәниң «Münstersche Zeitung» гезити, германийә тарихида ийун ейида һаваниң бундақ иссип кәтмигәнликини, тимператораниң 39.3 гирадусқа чиқип рекорт йаратқанлиқини хәвәр қилди.

германийә авази (DW), меркелниң саламәтлик әһвали тоғрисида байанат берип, «саламәтликим йахши» дегәнликини йазди.

германийәдә чиқидиған «велт» гезити, германийәдики он дохтурханиниң алтисиниң  иқтисадий җәһәттә қийин күнләрни баштин кәчүрүватқанлиқи, алдимиздики бәш йил ичидә көпинчисиниң тақилип кетиш еһтималиниң барлиқи тоғрисидики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти.

испанийәниң «ел паес» гезити, испанийә билән германийәниң йавропа түзүмини шәкилләндүрүш үчүн муһим вәзипиләрни үстигә алғанлиқини йазди.

испанийәниң «ел мундо» гезити, йавропа путбол бирләшмисиниң йавропа 21 йаштин төвәнләр чемпийонлуқни талишиш мусабиқисиниң һәл қилғуч мусабиқисидә испанийәниң германийәни 1 гә қарши 2 нәтиҗә билән мәғлуп қилип чемпийон болғанлиқи тоғрисидики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти.

венезуелада чиқидиған «телесур» гезити, FARC партийәсиниң коломбийәдики тинчлиқ келишимигә риайә қилишни давамлаштуридиғанлиқини билдүргәнликини хәвәр қилди.

фирансийәниң «ле монде» гезити, йавропа иттипақиниң ачқучлуқ вәзипилирини бекитишни нишан қилған башлиқлар йиғининиң патқаққа кирип қалғанлиқини йазди.

фирансийәдә чиқидиған «ле фигаро» гезити, парижда 2006 – йилидин бурун чиққан дизел моторлуқ аптомобилларниң бүгүндин башлап мәни қилинғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәниң франс-24 хәвәрләр қанили, доналд трампниң шималий корейәгә тарихий әһмийәткә игә қәдәм бесишини хәвәр қилди.

русийәниң «риа новости» хәвәр агентлиқи, шималий атлантик әһди тәшкилати – нато һәрбий айропиланлириниң одессаға кәлгәнликини йазди.

русийәдә чиқидиған «известийа» гезити, украина парламент әзасиниң зеленискиниң пирезидентлиққа сайлинишиниң хата болғанлиқини ейтқанлиқини абунетлири билән ортақлашти.

русийәниң «TASS» хәвәр агентлиқи, әрдоғанниң с-400 ниң 10 күн ичидә түркийәгә тапшурулидиғанлиқини ейтқанлиқини йазди.

ливанда чиқидиған «әлһайат» гезити, мсиир һәйитиниң ғәззәгә барғанлиқини хәвәр қилди.

сәуди әрәбистанда инглизчә нәшр қилинидиған «әшшәрқ әләвсат» гезити, түркийәниң ливийә армийәсини 6 нәпәр түркийә пуқрасини тутқун қилиш билән әйиблигәнликини йазди.

қатарда чиқидиған «әррайә әлқатариййә» гезити, бәһрәйинниң исраилийә билән хәвпсизлик саһәсидә йошурун мунасивәт орнатқанлиқини илгири сүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر