19.06.2019

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1221300
19.06.2019

түркийә авази радийоси: сәуди әрәбистанда инглизчә чиқидиған «әлшәрқ әләвсат гезити» (Alsharq Alawsat), түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң: «түркийә пат йеқинда <S-400> системилирини тапшуруп алиду» дегәнликини хәвәр қилди.

қатарда чиқидиған «әлрайа әл қатариййа гезити» (Al-Raya Al-Katariya), түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң: «мисирниң сабиқ пирезиденти  мурсиниң нормал йол билән впат болғанлиқиға ишәнмәймән» дегәнликини хәвәр қилди.

кувәйттә чиқидиған «әл вәтән гезити», иранниң америка ембарголири сәвәбидин нефит експортида қийниливатқанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «Handelsblatt.de» тор бети , түркийә мәркизи банкасиниң йеңи ташқи перевот сийаситини йолға қойидиғанлиқини  хәвәр қилди.

германийә авази радийоси америка пирезиденти трампниң америкаға қанунсиз йоллар билән кәлгән милйонларчә көчмәнни чеградин қоғлап чиқиришни пиланлаватқанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел паис гезити» (El País), венезуелалиқларниң сүрийәликләрдин көп панаһлиқ тиләватқанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел мундо гезити» (El Mundo), санчезниң 10 айда дөләт қәрзини 18 милйард доллар ашурувәткәнликини хәвәр қилди.

русийәниң «известийа гезити» (İzvestiya), америка һөкүмитиниң түркийәгә «S-400 » сәвәбидин ембарго йүргүзүшни ойлишиватқанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «тас агентлиқи» (TASS), русийә хәвпсизлик кеңиши сүрийә билән ирақта террорист дөләтниң қурулуш еһтималиниң йоқалғанлиқини хәвәр қилди.

русийәдә чиқидиған «коммерсант гезити» (Kommersant) украина пирезиденти владимир зеленски (Zelenski) ниң йавропаға иқтидарини намайан қилғанлиқини вә париж билән берлинда «донбас» (Donbass) киризисини һәл қилиш пиланлирини  тонуштурғанлиқини хәвәр қилди.

шивейтсарийәдә чиқидиған «ле темпс гезити», буниңдин бурун һеч көрүлүп бақмиған һуҗумларға дуч кәлгән хуавейниң, әмдиликтә бойун игишкә башлиғанлиқини хәвәр қилди.

белгийәдә чиқидиған «лөсва гезити» (Le Soir), америка пирезиденти доналд трампниң иккинчи нөвәт пирезидент болуш үчүн сайлам сәпәрвәрлик паалийәтлирини рәсмий башлиғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر