12.06.2019

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1217156
12.06.2019

түркийә авази радийоси: германийәниң «Zdf.de» тор бети, германийә ташқи ишлар министири маасниң теһрандики зийаритидә йадро келишими мәсилисидә илгириләш һасил қилиналмиғанлиқини хәвәр қилди.

сәуди әрәбистанда инглизчә чиқидиған «әлшәрқ әләвсат гезити» (Alsharq Alawsat), 2015-йили «айаллар» темисида ечилған конферансқа қатнашқандин кейин, иранда қолға елинған ливанлиқ карханичи нәзар зәкканиң қойуп берилгәнликини  хәвәр қилди.

қатарда чиқидиған «әлрайа әл қатариййа гезити» (Al-Raya Al-Katariya), сәуди әрәбистанниң пәләстинликләрни ишлитиватқан бәзи сода-санаәтчиләрни тутқун қилғанлиқини хәвәр қилди.

ливанда чиқидиған «әлһайат гезити»,  иранниң «нийу йорк таймес гезити» (New York Times) ниң мухбириниң кенишкисини әмәлдин қалдурувәткәнликини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел паис гезити» (El País), испанийә һөкүмитиниң американиң «дадиз» (Cádiz) һәрбий базисидики мәвҗутлуқини күчәйтишигә рухсәт қилғанлиқини хәвәр қилди.

перуда чиқидиған «ел комертийо гезити» (El Comercio), доминика җумһурийитигә сайаһәткә кәлгән америкалиқ сайаһәтчиләрниң сирлиқ өлүмлириниң көпийиватқанлиқини вә бир йил ичидила алтә америкалиқ сайаһәтчиниң өлгәнликини елан қилди.

русийәниң «рийа новости агентлиқи» (Rus Ria Novosti), тоқайевниң қазақистан пирезиденти болуп рәсмий вәзиписини башлиғанлиқини елан қилди.

русийәниң «известийа гезити» (İzvestiya), русийә ички ишлар министирлиқиниң зәһәрлик чекимлик җинайити билән әйиблинип өйидә нәзәрбәнд астиға елинған мухбир иван голуновни нәзәрбәнт қилишни тохтатқанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «тас агентлиқи» (TASS), русийәликләрниң 12-ийун дөләт байримини тәбриклигәнликини хәвәр қилди.

  

фирансийәдә чиқидиған «ле фигаро гезити» (Le Figaro ),  макронниң G7  йиғинидин бурун русийә пирезиденти путин билән «қайтидин динамик» шәкилләндүрүшни халайдиғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر