11.06.2019
бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримиз төвәндикичә:
түркийә авази радийоси: сәуди әрәбистанда инглизчә чиқидиған «әлшәрқ әләвсат гезити» (Alsharq Alawsat), русийә пирезиденти владимир путинниң өктәбир ейида сәуди әрәбистанни зийарәт қилидиғанлиқини хәвәр қилди.
қатарда чиқидиған «әлрайа әл қатариййа гезити» (Al-Raya Al-Katariya), сәуди әрәбистан билән әрәб бирләшмә хәлипиликиниң суданда йүз бәргән қанлиқ вәқәләргә арилашқанлиқини хәвәр қилди.
ливанда чиқидиған «әлһайат гезити», мусулман қериндашлар тәшкилатиға йеқинлиқи билән тонулған әл җамаә әл исламийә тәшкилатиниң мәсуллиридин шәйх муһәммәд қасим әл җаррарниң сүйиқәсткә учрап җенидин айрилғанлиқини хәвәр қилди.
испанийәдә чиқидиған «лан гуардийа гезити» (La Vanguardia), педро санчез (Pedro Sánchez) ниң қайтидин вәзиписигә қайтип келиш үчүн, муқимлиқни йаки сайламни таллашни мәқситидә музакирәләрни башлиғанлиқини хәвәр қилди.
аргентинада чиқидиған «инфобай гезити» (Infobae), америка пирезиденти доналд трампниң мексикаға йәнә бир қетим таможна беҗи алидиғанлиқини ейтип тәһдит салғанлиқини хәвәр қилди.
венезуелада чиқидиған «телесур гезити» (Telesur), никарагуа һөкүмитиниң йеқинқи мәзгилләрдә тәстиқланған хәлқара кәчүрүм тәшкилати қануни бойичә 50 кишини қойуп бәргәнликини хәвәр қилди.
германийә авази радийоси, латин американиң германийә ширкәтлиригә дунйа миқйаси бойичә әң йахши пурсәтләрни йаритип беридиғанлиқини хәвәр қилди.
германийәдә чиқидиған «бадише зәйтуң гезити» (Badische Zeitung), германийә ташқи ишлар министири маасниң оттура шәрқ зийаритидә, исираилийә-пәләстин киризиси үчүн «икки дөләтлик һәл қилиш чариси» ни тилға алғанлиқини хәвәр қилди.
йәнә германийәдә чиқидиған «франкфуртер алгемайне зәйтуң гезити» (Frankfurter Allgemeine Zeitung), ташқи ишлар министири маасниң иран пайтәхти теһранда ташқи ишлар министири зәриф билән көрүшкәндә: «иран билән йадро мәсилисидә келишиш, йавропаниң бихәтәрлики үчүн интайин муһим» дегәнликини хәвәр қилди.
фирансийәдә чиқидиған «ле монде гезити» (Le Monde ), террорлуқ тәшкилати даешқа четишлиқ 12 йетимниң фирансийәгә қайтқанлиқини вә фирансийәниң мәсилиләргә болған позитсийәсиниң, һәр бир вәқәни айрим мустәқил һалда музакирә қилиш шәклидә болидиғанлиқини хәвәр қилди.
йәнә фирансийәдә чиқидиған «лө бағиризйен гезити» (Le Parisien), пирезидент макронниң 2022-йили өткүзүлидиған пирезидентлиқ сайлимида лө пенни өзигә риқабәтчи сүпитидә көрүватқанлиқини хәвәр қилди.
фирансийәдә чиқидиған «либиғасйон гезити» (Libération ), амазонниң дунйадики әң күчлүк маркаси болуш сүпитидә гогулниң орнини алидиғанлиқини хәвәр қилди.
русийәниң «Gazeta.ru» тор бети, американиң хитайға қарита йүргүзгән ембаргоси сәвәбидин, хуавей ширкитиниң андройид (Android) ниң орниға русийәдә йасалған «аврора» (Avrora) йумталини ишлитиши мумкинликини хәвәр қилди.
русийәниң «Vesti.ru» тор бети, дағистанниң махачқәлә порт шәһиридә бир нефит аптомобилиниң партлап кәткәнликини хәвәр қилди.
русийәниң «регнум агентлиқи» (REGNUM), молдова демократик партийәси башлиқиниң русийә муавин баш министири билән көрүшкәндә мәхпий сийасий тәклип сунғанлиқини хәвәр қилди.