31.05.2019

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1211627
31.05.2019

ливанда чиқидиған «әлһайат» гезити, мисир пирезиденти сисиниң әрәбләрниң дөләт хәвпсизликини хәтәргә иттиришкә тәййар әмәсликини ейтқанлиқини билдүрди.

сәуди әрәбистанда ингилиз тилида чиқидиған «әшшәрқул әвсәт» гезити, сәуди әрәбистан падишаһи салманниң районда тәһдит пәйда қиливатқан иранға қарши хәлқарани һәрикәткә өтүшкә чақирғанлиқини йазди.

«әл қуддус әләрәби» гезити, әрәб дөләтлири алий рәһбәрләр йиғинида иранниң район дөләтлириниң ички ишлириға арилишишиниң әйибләнгәнликини хәвәр қилди.

« Spiegel » гезити, америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири майк помпейониң германийә баш министири ангела меркел вә германийә ташқи ишлар министири мас билән көрүшидиғанлиқини оқурмәнлири билән ортақлашти.

германийәдә чиқидиған « франкфуртер аллгемейин зейтуң» ( Frankfurter Allgemeine Zeitung)гезити муну учурларға орун аҗратти:« хәлқара башқуруш шәклини илғарлаштуруш мәркизи тәрипидин елан қилинған дунйа риқабәт күчи доклатида германийәниң риқабәт саһәсидә 17-рәткә чүшүп қалғанлиқи қәйт қилинди.»

германийә авази радийоси, муну учурларни оқурмәнлириниң диққитигә тәқдим қилди: «германийәдә икки йашлиқ сиңлисини от кәткән аптомобилдин чиқирип һайатини қутқузған 10 йашлиқ кәнан бүйүкһанға медал берилди, мукапатни баварийә иштатиниң башлиқи маркус сөдәр тәқдим қилди.»

испанийәдә чиқидиған «әл-пайис » (El País) гезити, испанийә җәмийәтшунаслиқ тәтқиқат мәркизиниң муну учуриға орун аҗратти: «испанийәликләрниң йерими бирләшмә һөкүмәт қурулушини халайдикән.»

мексикида чиқидиған « әл йуниверсал» (El Universal) гезити, америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трампниң қанунсиз көчмәнләрниң мексика арқилиқ америкаға киришини тосуш үчүн, мексика маллиридин  %5 таможна беҗи елинидиғанлиқини билдүргәнликини хәвәр қилди.

венезуелада чиқидиған «телесур»( Telesur)гезити, америка федератсийә сотчиси пирезидент доналд трамп һөкүмитиниң мексика чеграсиға там селиш тәлипини рәт қилғанлиқини йазди.   

ли монде гезити, «трамп америка-мексика мунасивәтлирини кәскинләштүрди»сәрләвһиси австида хәвәр елан қилди.

ле парисийан гезити, фирансийәдики сериқ җилиткиликләр һәрикитидә намайишчиларни йариландурған сақчиларниң сулиһ җинайий ишлар мәһкимисидә сотлинидиғанлиқини йазди.

 

русийәдики «рийа новости»хәвәр агентлиқи, «русийә йапонийәгә визиларни бикар қилиш тәклипини бәрди»сәрләвһиси астида хәвәр елан қилди.

русийәдә чиқидиған «известийа»  (İzvestiya )гезити, ташқи ишлар министири лавровниң русийәниң башқурулидиған бомба синақлириға наразилиқ билдүргән американи әйиблигәнликини йазди.»

«Lenta.ru» хәвәр тор бети, русийәниң иранға «с-400»типлиқ мудапиә системиси сетип беришни рәт қилғанлиқини йазди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر