13.05.2019

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1200165
13.05.2019

түркийә авази радийоси: германийәдә чиқидиған «велт гезити», германийә санаәт гуруһи  ThyssenKrupp ниң алтә миң ишчини хизмәттин бошитидиғанлиқини йазди.

германийәниң « франкфуртер алгермейни зейтуң» гезити, германийәдин мушу йилниң дәсләпки үч ейида 5613 панаһланғучиниң чеградин қоғлап чиқарғанлиқини хәвәр қилди.

йәнә германийәниң «здф.де» таратқуси, йавропа иттипақи министирлириниң иран мәсилисини музакирә қилидиғанлиқи тоғрисидики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти.

сәуди әрәбистанда инглизчә нәшр қилинидиған «әшшәрқ әләвсат» гезити, оманниң аридин 30 йил өткәндин кейин ирақтики әлчиханисини қайтидин ачқанлиқини йазди.

қатарда чиқидиған «әррайә әлқатариййә» гезити, ғәрб дөләтлириниң сәуди әрәбистан тәрәпдари позитсийә билдүрүшиниң йәмәндики урушниң узирап кетишигә сәвәб болидиғанлиқини қәйт қилди.

ливанда чиқидиған «әлһайат» гезити, бәһрәйнниң оман боғузида мәйданға кәлгән һадисиләрни әйиблигәнликини вә хәлқара җәмийәттин мәсулийитини ада қилишни тәләп қилғанлиқини йазди.

фирансийәдә чиқидиған  «ле парисиен» гезити, белгийәниң сәуди әрәбистанға қорал сетип беришни тохтитип қойушқа тәййар икәнлики тоғрисидики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти.

фирансийәдә чиқидиған «либерейшен» гезити, буркина фасодики бир черкав һуҗумға учрап 6 адәмниң өлгәнликини хәвәр қилди.

белгийәдә нәшр қилинидиған «ле соир» гезити, исраилийәниң аридин 9 күн өткәндин кейин ғәззәгә өтүш нуқтилирини қайтидиған ачқанлиқини хәвәр қилди.

испанийәниң «ел паес» гезити, бир әлрайи нәтиҗисигә қариғанда, «көчмәнләр киризиси» йавропалиқларни иқтисадтики иккинчи бир чекиништинму бәкрәк  әнсиритидикән.

аргентинаниң «рио негро» хәвәрләр тори, парламент бинасиға йеқин җайда қораллиқ һуҗумға учрап йариланған парламент әзаси һектор оливаресниң һайатидин айрилғанлиқини йазди.

испанийәниң «ел мундо» гезити, реал мадридта «зидане» киризиси көрүлгәнликини, униң реал сошидадқа 3 кә қарши 1 нәтиҗә билән йеңилип қалғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «тас» хәвәр агентлиқи, майк помпейониң москва зийаритини әмәлдин қалдурғанлиқини йазди.

русийәниң «риа новости» хәвәр агентлиқи, сербийәниң ғәрбниң русийә билән болған мунасивәтлиридин биарамлиқ һес қиливатқанлиқи тоғрисидики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти.

русийәниң «лента.ру» хәвәрләр тори, йәнә бир қетим SSJ-100 һадисиси йүз бәргәнликини, йолучиларниң техникилиқ кашила түпәйли айропиландин чүшүрүлгәнликини؛ дөләт ичигә қатнайдиған 93 айропиланниң йолучилириниң сәпәрлирини башқа айропиланға олтуруп давамлаштурушқа мәҗбур болуп қалғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر