19.04.2019

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1186626
19.04.2019

 

сәуди әрәбистанда ингилзчә чиқидиған «Alsharq Alawsat» гезити, түзүлгән келишимләр нәтиҗисидә сәуди әрәбистанда тунҗи ирақ банкиси ечилғанлиқини хәвәр қилди.

кувәйттә чиқидиған «Al-Vatan» гезити, мисирниң гиретсийә вә қибрис билән «MEDUSA 8» намлиқ ортақ һәрбий маневир өткүзүватқанлиқини хәвәр қилди. 

ливанда чиқидиған «EL Hayat» гезити, сәуди әрәбистанниң 2020йили нойабирда г 20 дөләтләр гуруһи йиғиниға саһибханлиқ қилидиғанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «El Mundo» гезити, венезуеладин кәлгән көчмәнләрниң испанийәдики өй баһасини 2 һәссә ашурғанлиқини, 2018йилида венезуела пуқралириниң испанийәдин 278 өй сетивалғанлиқини хәвәр қилди.

венезуелада чиқидиған «Telesur» гезити, русийә ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси марийа заһарованиң америкини венезуелаға қарита күч ишлитиш пиланлиридин ваз кечишкә чақириқ қилғанлиқини хәвәр қилди. 

венезелада чиқидиған «El Nacional» гезити, бир гуруппа америка палата әзалириниң венезуела киризисини нәқ мәйданда тәкшүрүш үчүн венезуела коломбийә чеграсини зийарәт қилиғанлиқини хәвәр қилди.

«Le Figaro» гезити, гәрчә фирансийәликләрниң үчтин бириниң макронға болған қариши сәлибий болсиму, макронниң қоллиғучилири саниниң барғанчә йуқири өрләватқанлиқини хәвәр қилди.

«Le Monde» гезити, ливийә ички ишлар министирлиқиниң фирансийәни генерал хафтерни қоллаш билән әйиблигәнликини хәвәр қилди.

«Le Parisien» гезити, сот мәһкимисиниң хусусий саһәләрдә баш йағлиқ чегиш һоқуқини тәстиқлиғанлиқини хәвәр қилди.

«heute at» тори португалийәдики аптобус вәқәсидә һайатидин айрилған 29 кишиниңму германийә пуқраси икәнлики ениқланғанлиқини хәвәр қилди.

«Deutsche Welle» тори гиретсийәниң германийәдин уруш төләм пули тәләп қиливатқанлиқини хәвәр қилди.

«ARD» қанили германийәниң қурғақчилиққа дуч кәлгәнликини, бәзи районларда йамғурниң аз йиғиши сәвәбидин дала от апити йүз бериш хәвпи барлиқини хәвәр қилди. 

русийәниң «RİA Novosti» хәвәр агентлиқи, сербийә ташқи ишлар министири иваҗа даҗич белгирад даирилириниң русийәгә ембарго йүргүзүшни рәт қилғанлиқи сәвәбидин қийинчилиқларға учриғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «Lenta.ru» хәвәр агентлиқи, фирансийәниң русийә чеграсиға танка вә йүзлигән әскәр йоллайдиғанлиқини хәвәр қилиди.

«TASS» хәвәр агентлиқи, «прошенкоға қарши зеленсикай сайламға чүшти. пирезидент намзатлири немиләрни вәдә қилмақта?» сәрләвһилик хәвәр елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر