16.04.2019

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1184015
16.04.2019

сәуди әрәбистанда инглизчә нәшр қилинидиған «әшшәрқ әләвсат» гезити, сундан һөкүмитиниң йәмәндә уруш қиливатқан хәлқара иттипақдаш қисимлирини қоллашни давамлаштуриғанлиқини билдүргәнликини хәвәр қилди.

қатарда чиқидиған «әррайә әлқатариййә» гезити, сәуди әрәбистан һөкүмитиниң даеш билән әл-қаидини зиддийәткә селип, йәмәнниң вәзийитини техиму кәскинләштүрүватқанлиқини оқурмәнлири билән ортақлашти.

ливанда чиқидиған «әлһайат» гезити, алҗирийәдики бәзи шәһәрлик вә районлуқ һөкүмәт башлиқлириниң пирезидентлиқ сайлимиға қарши чиққанлиқини оқурмәнлириниң диққитигә тәқдим қилди.

германийәдики  « ARD » гезити, «көчмәнләр германийәдин қоғлап чиқирилишидин қаттиқ әнсирәйду»сәрләвһиси астида хәвәр елан қилди.

йәнә германийәниң «шпиегел онлайн» хәвәрләр тори, париж баш черкави нотре дамда йүз бәргән от апитиниң тизгинләнгәнликини йазди.

русийәниң «TASS» хәвәр агентлиқи,  түркийә малийә вә хәзинә министири бәрат албайракниң, трамп билән с-400 типлиқ мудапиә системиси мәсилиси бойичә музакирә өткүзгәнликини билдүрди.

русийәниң lenta.ru хәвәрләр тори, русийә һөкүмитиниң 60-йилларда сүрийәгә мунасивәтлик муһим һөҗҗәтләрни ашкаривәткән вә өлүм җазаси берилгән мосад җасуси коһенниң җәситини сүрийәдин алғанлиқини оқурмәнлириниң диққитигә тәқдим қилди.

русийәдә чиқидиған «известийа» гезити, русийә һөкүмитиниң пуллуқ доқмушлар бәрпа қилишни пилан қиливатқанлиқини, бундақ қилиштики мәқсәтниң қатнаш мәсилисини мәлум дәриҗидә һәл қилиш икәнликини билдүрди.

испанийәдә нәшр қилинидиған «ла вангуардиа» гезити, еквадор пирезиденти ленин маренониң, җулйан асанҗниң лондондики еквадор әлчиханисидин «җасуслуқ орни»сүпитидә пайдиланғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

коста рикада чиқидиған «ла нейшин»гезити, костра рикадики венезуела әлчиханисида вәзипә өтәйдиған дипломатларниң чеградин қоғлап чиқирилғанлиқини билдүрди.

испанийәдә чиқидиған «әл пайс»гезити, йавропа мәдәнийитиниң символи болған нотре дам черкавида от апити йүз бәргәнликигә орун аҗратти.

фирансийәдә чиқидиған  «ле фигаро» гезити, дунйа миқийасида қизил кесәлликиниң %300 авуп кәткәнликини хәвәр қилди.

ли монде гезити, нотре дам черкавида йүз бәргән апитиниң саәтләрчә давамлашқан от өчүрүш хизмитидин кейин тизгинләнгәнликини билдүрди.

фирансийәдики « фиранс 24 »намлиқ телевизийә қанили, пирезидент макронниң нотре дам черкавида йүз бәргән от апити түпәйли, хәлққә хитаб қилишни кечиктүргәнликини хәвәр қилди.


خەتكۈچ: #түркийә

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر