11.03.2019

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1161033
11.03.2019

түркийә авази радийоси: сәуди әрәбистанда инглизчә нәшр қилинидиған «Sunday Times» гезити, дунйа лоңқиси мәсилисидә қатарниң хәлқара путбол бирләшмисигә мәхпий шәкилдә 880 милйон доллар  пул бәргәнликини хәвәр қилди. алҗирийәдә бутәфлиқәниң пирезидентлиқ сайлимида қайтидин намзат болушиға наразилиқ билдүрүлгәнликини хәвәр қилди.

ливанда чиқидиған «әлһайат» гезити, түркийәниң S-400 сетивелишиниң америка қошма иштатлириниң хәвпсизлики билән алақиси йоқлуқини йазди.

қатарда чиқидиған «әррайә әлқатариййә» гезити, сәуди әрәбистанниң дунйаниң әң чоң қорал сетивалғучиси икәнлики тоғрисидики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти.

германийә авази (DW), SIPRI доклатиниң, германийәниң дунйаниң төтинчи чоң қорал експортчиси икәнликини хәвәр қилди.

германийәдики «Spiegel Online» хәвәрләр тори, баш министирлиқ мәһкимисидики дәталашлар җәрйанида бирлик партийәсидики консерватипларниң меркелни вәзиписидин истепа беришкә чақирғанлиқини йазди.

йәнә германийәниң «Frankfurter Allgemeine» гезити, ефийопийәдики айропилан қазасидин кейин, хитайниң бойиң 737 макс 8 типлиқ айропиланлириниң учушиға рухсәт қилмиғанлиқи тоғрисидики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти.

русийәниң lenta.ru хәвәрләр тори, германийәниң йавропа тәрипидин ташливетилгән русийәни аңлатқанлиқини хәвәр қилди.

русийәдә чиқидиған «известийа» гезити, <бук-м3> типлиқ йеңи башқурулидиған бомба системилирини сибирийәгә әвәтилидиғанлиқини йазди.

русийә «TASS» хәвәр агентлиқи, хәлқара ситокһолм тинчлиқ тәтқиқат институтиниң дунйаниң әң чоң қорал експортчилири тизимликидә америка қошма иштатлири билән русийәниң биринчилик орнини сақлап қеливатқанлиқи тоғрисидики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти.

фирансийә чиқидиған «Le Figaro» гезити, маракәшлик йеза – игилик саһәси ишчилириниң фирансийәлик әмгәк билән тәминлигүчиләрни «қуллуқ түзүми» йүргүзүш билән әйиблигәнликини хәвәр қилди.

фирансийәниң «Le Monde» гезити, сериқ җилиткиликләрниң қуимперда бир намайишчиниң калтәк билән бир қанчә қетим урулғанлиқиниң сүрәткә елинғанлиқини билдүргәнликини йазди.

йәнә фирансийәдә чиқидиған «Libération» гезити, алҗирийә армийәсиниң бир тарихий таллашқа дуч кәлгәнликини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «El Mondo» гезити, әнглийәниң йавропа иттипақидин чекинип чиқишиниң испанийә санаитигә йиллиқ 2 милйард 600 милйон доллар йүк пәйда қилидиғанлиқи тоғрисидики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти.

испанийәниң «El Paıs» гезити, ток тохтап кетиш киризисиниң венезуелада түзүм бошлуқи барлиқиниң пакити икәнликини, гуайдониң 3 күнлүк ток тохтап кетиштин кейин мадурониң бу мәсилигә бир изаһат беришини күтүватқанлиқини ейтқанлиқини йазди.

аргентинада чиқидиған «Clarin» гезити, доналд трампниң мексика чеграсиға там селиш пикридә чиң туруватқанлиқини, бирақ демократчилар қанитиниң һөкүмәтни тақиветидиғанлиқини ейтип тәһдит селиватқанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر