08.03.2019

түркийә авази радийоси: бүгүнки чәт әл мәтбуатлириниң муһим сәрләвһилик хәвирлири төвәндикичә:

1159644
08.03.2019

:

 

сәуди әрәбистанда инглизчә чиқидиған «әл шәрқ әл әвсәт гезити, америкиниң б д т хәвпсизлик кеңишидин иранға һәқиқий мәнидин ембарголарни йүргүзүшни тәләп қилғанлиқини хәвәр қилди.

бәһрәйндә чиқидиған «әхбар әлхәлиҗ гезити» америка армийә мәркизий қоманданлиқ иштаби башлиқи генерал җосеф вотелниң «даешқа қарши урушниң ахирилишиши һазирму узақтики еһтималлиқ» дегәнликини хәвәр қилди.

қатарда чиқиридиған «Al-Raya Al-Katariya» гезити, кишилик һоқуқ кеңишиниң сәуди әрәбистанни тарихий әһмийәткә игә әйибләштә болғанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «ARD» медийа оргини, 8март хәлқара айаллар күнидә меркелниң «күчлүк айаллар, күчлүк германийә» дегәнликини хәвәр қилди.

германийәниң «DW» медийа оргини, «8март айаллар күнидә қалақ иддийәләргә хатимә берәйли» дегән темида хәвәр елан қилди.

«Frankfurter Allgemeine Zeitung» гезити, хәлқара айаллар күнидә пәқәтла гүл тәқдим қилинишини халимаймиз» сәрләвһилик хәвәр елан қилди.

«Spiegel Online» тори, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға нисбәтән әң нопузлуқ лайиһәләрдин бирси болған түркийә бойичә әң чоң җамәниң ечилиш мурасими өткүзүлгәнликини хәвәр қилди.

«Le Monde» гезити, «бүгүнки күндә алҗирийәликләр қорқмайдиған болди» сәрләвһилик хәвәр елан қилди.

«Le Figaro» гезити, «айаллар һазирму маиш тәңсизликиниң қурбани» сәрләвһилик хәвәр елан қилди.

«Libération» гезити, йәһудий музийи қәтлиами вәқәсидә мәһди неммучәниң җинайити испатланғанлиқини хәвәр қилди.

коломбийәниң «RCN» телевизийә қанили, венезуеланиң асаслиқ көп қисминиң електир кесилгәнлики сәвәбидин қараңғулуқта қалғанлиқини хәвәр қилди.

испанийәниң «El País» гезити, мексикада бир йүк аптомобилиниң өрүлүп чүшиши сәвәбидин ичидики оттура америкилиқ 54 көчмәндин 25 кишиниң өлгәнликини хәвәр қилди.

мексикада чиқидиған «El Economista» гезити, аргентина пул бирлики песониң долларға селиштурғанда тарихида көрүлүп бақмиған дәриҗидә қиммитини йоқутуп, әң төвән сәвийәгә чүшүп қалғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «RİA Novosti» хәвәр агентлиқи, русийә билән түркийәниң қара деңизда ортақ һәрбий манивер өткүзгәнликини хәвәр қилди.

«TASS» хәвәр агентлиқи, путинниң хәлқара айаллар байрими мунасивити билән русийәлик айлларниң байримини тәбриклигәнликини вә «ғәлибилик болуш айаллиримизниң характеридә бар» дегәнликини хәвәр қилди.

«Lenta.ru» хәвәр тори, меркелниң америка сунған русийәни күшкүртүш тәклипни рәт қилғанлиқини хәвәр қилди.

радийо аңлиғучи әзиз қериндашлар! йуқирида һәптилик чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримизни аңлидиңлар!



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر