чәт әл мәтбуатлирида бүгүн: 07.02.2019

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1140746
чәт әл мәтбуатлирида бүгүн: 07.02.2019

түркийә авази радийоси: сәуди әрәбистанда ингилиз тилида чиқидиған «‹әшшәрқул әвсәт› гезити», иранниң америка әскәрлириниң сүрийәдин чекинишидин кейин оттуриға чиққуси бошлуқни толдуруш үчүн һәрикәткә өткәнликини хәвәр қилди.

ливанда чиқидиған «‹әлмустәқбәл› гезити», һизбуллаһниң ливандики йеңи һөкүмәттин орун елишиниң, исраилийә билән америка қошма иштатлирини әндишигә салғанлиқини оқурмәнлири билән ортақлашти.

бәһрәйндә чиқидиған «‹әлхәлиҗ› гезити»,  исраилийә баш министири бенйамин нетенйаһуниң рәқибиниң ишғал астидики ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқиниң бир қисмидин әскәр чекиндүрүш тоғрулуқ сөз қилғанлиқини хәвәр қилди.

«‹ T-Online › хәвәр тори», истанбулда көп қәвәтлик бир бинаниң олтурушуп кәткәнликини оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

«‹ Merkur.de › хәвәрләр тори», җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң 24 – апрелниң аталмиш «әрмәнйй қирғинчилиқи» ни хатириләш күни елан қилинишини әйиблигәнликини хәвәр қилди.

«‹ El País › гезити» дә,  венезуелалиқ әскәрләрниң коломбийәниң инсанпәрвәрлик йардәм әвәтиш үчүн ишләтмәкчи болған чоң көврүкни тақивалғанлиқи әскәртилди.

«‹ La Vanguardia › гезити»,  гуаидониң әскәрләргә көрвүкни ечиш тоғрулуқ  йолйоруқ чүшүргәнликини хәвәр қилди.

«‹ El Mundo › гезити»,  испанийә падишаһ лоңқисини талишиш йерим һәл қилғуч мусабиқисидә барселона командиси билән реал мадрид командисиниң  1 – 1 нәтиҗә билән тәңлишип қалғанлиқини оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

фирансийәдә чиқидиған «‹ Le Figaro › гезити», ғәззәдә пәләстинликләрниң ханивәйранчилиқ ичидә йашайдиғанлиқини оқурмәнлири билән ортақлашти.

 фирансийәдә чиқидиған «‹ Le Monde  › гезити» дә, фирансийәдә  сийасий панаһлиқ тилигүчиләрниң тәхминән йериминиң африқилиқлардин тәшкил тапидиғанлиқи әскәртилди.

фирансийәдә чиқидиған «‹ Le Parisien › гезити» дә мундақ дейлди: «фирансийә пирезиденти еммануел макрон 24 – апрел күнини немишқа аталмиш <әрмәний қирғинчилиқи> ни хатириләш күни елан қилди?»

русийәниң «‹ TASS › хәвәр агентлиқи», русийәниң « Kalibr » намлиқ башқурулидиған бомба мудапиә системисини бу йилниң ахирғичә ишләпчиқириш еһтималлиқиниң барлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «‹ TASS › хәвәр агентлиқи», екваторда бир рус сайаһәтчиниң өлтүрүлгәнлиини оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

русийәдә чиқидиған «‹ Izvestiya› гезити»,  һилари килиинтонниң америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трампниң оттура мусапилиқ йадро күчи келишимидин чекиниш қарарини «путинға  қилинған һәдийә» дәп атиғанлиқини оқурмәнлири билән ортақлашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر