04.02.2019
бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:
түркийә авази радийоси: бәһрәйиндә чиқидиған «әхбарулхәлиҗ» гезити, папаниң тарихий зийарәттә болуш үчүн әрәб бирләшмә хәлипиликигә барғанлиқини хәвәр қилди.
сәуди әрәбистанда инглизчә нәшр қилинидиған «әшшәрқ әләвсат» гезити, иранға қарши мақалилири билән тонулған бир йазғучиға суйиқәст қилинишиниң хәлқ арисида күчлүк ғулғула пәйда қилғанлиқини йазди.
қатарда чиқидиған «әррайә әлқатариййә» гезити, сәуди әрәбистанниң (журналист җәмал) қашиқҗи җинайитигә алақидар тәкшүрүшниң муддитини узартиш үчүн ғәрәзлик һалда колдурлитиш сийасити йүргүзүватқанлиқини йазди.
фирансийәдә чиқидиған «Le Figaro» гезити, париж от өчүрүш идарисиниң (от өчүргүчиләргә) һуҗум қилиш нисбитиниң %60 ешип кәткәнликини билдүргәнликини хәвәр қилди.
фирансийәниң «Le Parisien» гезити, техи (рәсмий шәкилдә) елан қилинмай турупла, макрон (пиланлаватқан) омумий хәлқ беләт ташлаш паалийитиниң һазирдин тартип әйиблинишкә башлиғанлиқини оқурмәнлири билән ортақлашти.
йәнә фирансийәдә чиқидиған «Le Monde» гезити, путболчи емилийано сала олтурған айропиланниң қалдуқлириниң тепилғанлиқини хәвәр қилди.
германийә «ARD» телевизийәси, мадуро билән әрдоғанниң америка қошма иштатлириға қарши бирләшкәнликини, җумһур рәис әрдоғанниң венезуела пирезиденти мадурониң йенида икәнликини, бундақ болушида, мадурониң 2016 – йилидики һәрбий – сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикитидин кейин түркийә билән һәмкарлиқ орнатқан һалда һәрикәт қилишиниң муһим рол ойниғанлиқини илгири сүрди.
германийә авази (DW), баш министир меркелниң йапонийәдә икки күнлүк дөләт ишлири зийарити болуп, көп тәрәплимә киризисләрниң һәл қилиниши вә әркин дунйа сода мәсилилири тоғрисида бәзи сигналларни беридиғанлиқини қәйт қилди. хәвәрдә йәнә, йапонийә зийаритидә меркелни иптихарлиқ бир ишниң күтүватқанлиқи, униң сәйшәнбә күни император акихито вә рәпиқиси тәрипидин қобул қилинидиғанлиқи әскәртилди.
германийәдә нәшр қилинидиған «Stern» журнили, учқучисиз һава аппаратлириниң авийатсийә қатниши үчүн еғир хәвп йаритиватқанлиқини, айропиланлар билән санлири күнсери көпийиватқан учқучисиз һава аппаратлириниң көпләп доқурушуп қеливатқанлиқини, бирақ бу бихәтәрлик хәвпиниң һазирғичә нә йолучилар, нә учқучилар тәрипидин нәзәргә елинмиғанлиқини йазди.
русийәдә чиқидиған «известийа» гезити, җиддий әһваллар министирлиқиниң москвада мәйданға кәлгән от апитидә 4 адәмниң өлгәнликини җәзмләштүргәнликини хәвәр қилди.
русийәниң «тасс» хәвәр агентлиқи, украинада пирезидентлиқ сайлими үчүн намзатлиқ илтимаси сунуш мусаписиниң ахирлашқанлиқини, намзатлар тизимликиниң кечиккәндиму 9 – февралда елан қилинидиғанлиқини хәвәр қилди.
русийәниң «риа новости» хәвәр агентлиқи, русийәниң аваздинму тез учидиған тунҗи аләм бошлуқи аппаратиниң көрүнүшлирини тарқатти.
испанийәдә чиқидиған «әл паис» гезити, бирйусселниң бүгүн бир қатар йавропа иттипақи дөлитиниң гуайдони етирап қилишини күтүватқанлиқини хәвәр қилди.
испанийәниң «әл мундо» гезити болса, әрәб бирләшмә хәлипиликидики бир ширкәтниң мадуродин 3 тонна алтун сетивалғанлиқини хәвәр қилди.
йавропа хәвәрлири қанили, (аргентиналиқ путболчи) емилийано саланиң йоқап кәткән айропиланиниң қалдуқлириниң тепилғанлиқини хәвәр қилди.