30.01.2019

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмуни төвәндикичә:

1135883
30.01.2019

түркийә авази радийоси: сәуди әрәбистанда инглизчә чиқидиған «әлшәрқ әлавсат гезити» (Alsharq Alawsat), гогулниң қизларниң террорлуқ тәшкилати даешқа қетилишиниң алдини елиш үчүн уларни назарәт қилидиғанлиқини хәвәр қилди.

ливанда чиқидиған «әл һайат гезити» (Al Hayat), әрәб бирләшмә хәлипиликиниң қатар үстидин  маллириға ембарго йүргүзгәнликини сәвәб қилип, дунйа сода тәшкилатиға әрз қилғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле парисийин гезити» (Le Parisien), фирансийәниң 15 районида қар вә йәрләрниң музлиши тоғрисида агаһландуруш чиқирилғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле фигаро гезити» (Le Figaro ), 2018-йили фирансийәниң иқтисадий ешишиниң %1.5 гә төвәнлигәнликини хәвәр қилди.

«либерийшин гезити» (Liberation), йавропа кеңишиниң «сериқ җилиткиликләр намайиши» ниң зорлуқ күч билән бастурулишидин әндишә қиливатқанлиқини хәвәр қилди.

германийәдә чиқидиған «иқтисад һәптиси гезити» (WirtschaftsWoche), «дунйада чириклик әвҗ алмақта» сәрләвһисидә хәвәр елан қилди.

бир хәлқ райини синаш нәтиҗисигә асасланғанда, иқтисадий саһәдә, германийәниң дөләт органлирида вә тәшкилатларда парихорлуқ вә чириклик көпәймәктә икән.

германийәдә чиқидиған «билд гезити» (Bild), германийә натсистлириниң чехийә җумһурийити вә булғарийәдә қорал етишни өгәнгәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә билдүрүлишичә, германийәдики ашқун оңчилар чәт әлдә қорал етишни системилиқ өгиниш үчүн топланған.

«а р д телевизийәси» (ARD), германийә билән фирансийәниң бирликтә йуқири сүрәтлик тез пойиз йасашни пилаватқанлиқини, бу шерикликниң хитайға қарши тәрипиниңму барлиқини, бирақ йавропа иттипақида бәзи җәһәтләрдин әнсирәшләрниң барлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «рийа новости тор бети» (RİA Novosti), русийәлик бир генералниң, русийә билән йапонийә оттурисида уруш партлиса, йүз беридиған ақивәтләрни чүшәндүргәнликини вә американиң дәрһал курил араллириға әскәр чиқирип, база қуридиғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «лента хәвәр бети» (Lenta), русийәниң шималий корейәдә турушлуқ баш әлчиси русийәниң шималий корейәгә һечқачан йадро електир истансиси йасап беришни тәклип қилмиғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

русийәдә чиқидиған «известийа гезити» (İzvestiya), венезуела пирезиденти николас мадурониң, венезуеланиң русийә вә хитайға болған барлиқ иқтисадий җавабкарлиқини үстигә алидиғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

венезуелада чиқидиған «ултимас нотикийас гезити» (Ultimas Noticias), венезуела пирезиденти мадурониң венезуеладики зораванлиқларға, америка пирезиденти трампниң җавабкар икәнликини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел паис гезити» (El País), испанийәдә чәт әллик балиларни беқивелишниң партлаш характерлик көпәйгәнликини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел мундо гезити» (El Mundo), испанийәниң әң бай кишилири тизимликиниң елан қилинғанлиқини, сол даррелланиң әң бай айал болғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر