18.01.2019

бүгүнки чәт әл мәтбуатлирида елан қилинған хәвәрләрниң муһим мәзмунлири төвәндикичә:

1128583
18.01.2019

түркийә авази радийоси: аргентинаниң «Infobae» интернет гезити, боготадик сақчи мәктипигә қилинған террорлуқ һуҗумида 20 кишиниң җенидин айрилғанлиқини хәвәр қилди.

испанийәниң «El Mundo» гезити, малакка шәһиригә қарашлиқ тоталан районида бир қудуққа чүшүп кәткән 2 йашлиқ җулен исимлик бовақниң қутқузулуши үчүн икки тик тонел йасалғанлиқини хәвәр қилди.

испанийәниң «ABC» телевизийәси, падишаһлиқ лоңқисини талишиш мусабиқисидә, мисси киргүзгән топ билән барселона командисиниң чарәк һәл қилғуч мусабиқиға қатнишиш салаһийитини қолға кәлтүргәнликини хәвәр қилди. 

русийәниң «İzvestiya» гезити, русийәлик мутәхәссислириниң «Apofis» намлиқ кичик йултузниң 2068йили йәр шариға соқулуш хәвпи барлиқи җәһәттә агаһландуруш елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «RİA Novosti» агентлиқи, русийә федератисйәсиниң пийоңйаңда турушлуқ баш әлчисиниң америка илгири сүргән қарашларни рәт қилғанлиқини, русийәниң шималий корейәгә һава мудапиә системиси сетип бәрмәйдиғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «Vesti» хәвәр қанили вә тор бети, онмиңлиған сербийә пуқралириниң белгирад черкавиниң алдида путинға салам бәргәнликини хәвәр қилди. (русийә билән сербийә 200 милйон йавролуқ иқтисадий һәмкарлиқ келишими имзалиған болуп, сербийәниң түрк еқими лайиһәсигә қетилиш еһтимали бар.)

германийәниң «Deutsche Wirtschaftsnachrichten» намлиқ иқтисад гезити, гиополитикилиқ қейип кетиш вә сүрийәдә бихәтәр район қурулушиниң, иранниң ақдеңизға қуруқлуқтин тутишидиған көврүкини тосуп қойидиғанлиқини хәвәр қилди.

германийә авази «Deutsche Welle» радийоси, федератсийә парламентиниң айалларға сайлиниш вә сайлаш һоқуқи бәргәнликиниң 100йилиниң тәбриклиниватқанлиқини хәвәр қилди. 

лондонда әрәбчә чиқидиған «El-SHAK ALAWSAT» гезити, мунбичтә йүз бәргән һуҗумниң, трампниң сүрийәдин чекиниш қарарини өзгәртәлмәйдиғанлиқини хәвәр қилди.

лондонда әрәбчә чиқидиған «EL-HAYAT» гезити, түркйәниң бир голландийәлик журналистни террорчилар билән четишлиқи бар, дегән гуман асасида чеградин қоғлап чиқарғанлиқини хәвәр қилди.

қатарниң «EL-RAYA» гезити, қатар баш министириниң түркийә ички ишлар министири билән бихәтәрлик һәмкарлиқи һәққидә музакириләшкәнликини хәвәр қилди.

фирансийәниң «Le Monde» гезити, «кәйпийатиңиз җайидиму? толос шәһиридә пирезидент макрон әскәрләргә йахши тиләклирини сунуп, роһий кәйпийатини өлчимәктә» сәрләвһилик хәвәр елан қилди.

фирансийәниң «Le Figaro» гезити, франсийә һөкүмитиниң намайишларға қарши хәлқ учришиши сүпитидә өткүзгән чоң музакирисигә қаримастин, сериқ җилиткиликләрниң 10қетимлиқ намайишқа тәййарлиқ қиливатқанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәниң «Le Parisien» гезити, «йавропа парламенти сайламлири йеңи бир макрон вә лө пен риқабитигә қарап кетип бармақта» сәрләвһилик хәвәр елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر