чәт әл мәтбуатлирида бу һәптә: 15.11.2017

бу һәптилик чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

848116
чәт әл мәтбуатлирида бу һәптә: 15.11.2017

қирим хәвәр агентлиқи «ташқи ишлар министирлиқи түркийә аһиска түрклириниң йенида, дәп байанат бәрди»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: «түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи аһиска түрклириниң сүргүн қилинғанлиқиниң 73-йиллиқи мунасивити билән байанат елан қилди. байанатта 1944-йили 14-нойабирда көп санлиқи балилар, айаллар вә йашанғанлар болуп 100миңдин артуқ аһиска түркиниң гирузийәниң аһиска районидики йурт-маканлиридин совет иттипақи терроторийәси ичидики  миңларчә километир йирақлиқта болған районларға сүргүн қилинғанлиқи әскәртилип мундақ дейилди: бу тирагедийәлик һадисини чоңқур қайғуруш ичидә әсләймиз, сүргүн әснасида қаза қилған қериндашлиримизға аллаһтин рәһмәт тиләймиз, түркийә аһиска түрклири қәйәрдә болуштин қәтийнәзәр уларниң йенида туриду.»

гиретсийә зогла хәвәр агентлиқи «түркийә һава йоллири ширкити зор кирим һасил қилди»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларға орун аҗратти: «түркийә һава йоллири <авиатсийә>ширкити бу йилниң үчинчи чарикидә һасил қилған кириминиң 939 милйон доллар болғанлиқини уқтурди. 2017-йилниң үчинчи чәрикиниң иқтисадий мәлуматлириға көрә, түркийә һава йоллири ширкитиниң бу йил сентәбирдики толуш нисбити %81.4 болған. самара вә пуукеткә охшаш йеңи бекәтләр болуп мулазимәт қиливатқан учуш нуқтиси саниму 2017-йилниң үчинчи чәрикидә 120 дөләттә 49и мәмликәт ичи, 251и чәт әл болуп җәмий 300гә йәткән. түркийә авиатсийә йүк ширкити болса 2017-йилниң үчинчи чәрикидә учуш нуқтиси санини 55дин 72гә йәткүзүп асийада <йилниң әң йахши авиатсийә йүк ширкити>болуп баһаланди.»

әнглийә ройтерс хәвәр агентлиқи «түркийә билән русийә сүрийә мәсилисигә сийасий чарә тепиш үчүн келишти»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларға орун аҗратти: «җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийә билән русийәниң сүрийә мәсилисигә сийасий чарә тепиш үчүн келишкәнликлирини ейтти. әрдоған русийәниң сочи шәһиридә мәнсәбдеши путин билән көрүшкәндә бу сөзләрни деди, путин болса русийәниң түркийә вә иран билән һәмкарлиқ орнитишиниң сүрийә мәсилисигә конкрет чариләрни тепип сүрийәдә дийалог бәрпа қилиш үчүн мувапиқ шараитни йаратқанлиқини билдүрди. путин русийәниң сүрийә киризисигә чарә тепиш үчүн түркийә билән һәмкарлиқ орнитишни давамлаштуридиғанлиқини әскәртти. путин йәнә русийә билән түркийәниң аккуйу йадро електир истансисисдики тунҗи риакторни 2023-йили ишқа кириштүрүшни пиланлиғанлиқлирини ейтип росатом ширкитиниң аккуйуда пат йеқинда хизмәт башливетидиғанлиқини ейтти.»

германийә диотч велл (DEUTSCHE WELLE) интернет бети «җаникли S-400  типлиқ мудапиә системиси сетивелинди»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди: «дөләт мудапиә миниситири нурәттин җаникли русийәдин S-400  типлиқ мудапиә системисиниң сетивелинғанлиқини уқтурди. җаникли адаләт вә тәрәққийат партийәси гирәсун мәркәз наһийә тармиқи уйуштурған 6-нөвәтлик йиғинда сөз қилип, түркийәниң дөләт мудапиә санаитини тәрәққий қилдуруш үчүн йавропа һава мудапиә санаити ширкәтлири биләнму һәмкарлашқанлиқлирини ейтти.»

русийә Sputnik интернет бети « ибраһим калин алақидар тармақлар апәткә учриғучиларға йардәм қилиш үчүн атланди, деди»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: «җумһур рәислик сарийии байанатчиси ибраһим калин ирақта мәйданға кәлгән йәр тәврәш тоғрулуқ Twitter адресида учур тарқитип мундақ деди: ирақниң шималида мәйданға кәлгән йәр тәврәш сәвәблик түркийә баш министирлиқ апәт вә җиддий әһвалларни бир тәрәп қилиш идариси, қизилай сахавәт җәмийити вә башқа мунасивәтлик орунлиримиз издәш, қутқузуш хизмәтлири, шундақла дора-дәрмәк, әдийал қатарлиқ йардәм буйумлири йәткүзүш бериш үчүн атланди.»

америкидики түрк-америка тор бети«чавушоғлу хитай билән түркийәниң истиратегийәлик һәмкарлиқи күчлүктур, деди»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди: «ташқи ишлар министири бинали йилдирим хитай хәвәр агентлиқи шинхуаниң зийаритини қобул қилип, түркийә вә хитай мунасивәтлириниң йеқинқи мәзгилләрдә көринәрлик дәриҗидә күчәйгәнликини әскәртип мундақ деди: икки дөләтниң истиратегийәлик һәмкарлиқи күчлүк, санаәт вә сода мунасивәтлири болса болса мустәһкәм. бу әһвал мунасивәтлиримизни техиму күчәйтиш үчүн йахши пурсәттур.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر