пәмидурниң анадолуға келиши

биливелиң (16)

1924331
пәмидурниң анадолуға келиши

пәмидурниң анадолуға келиши

пәмидур ишләпчиқиришта дунйадики санақлиқ дөләтләрдин бири болған түркийәниң пәмидур билән хели кечикип тонуштқанлиқини биләмсиз?

теги җәнубий вә оттура американиң ғәрбий деңиз қирғиқидики егиз тағлар болған пәмидур, америка байқалғандин кейинки төт әсир ичидә дунйаниң һәрқайси җайлириға тарқалған вә әң кәң өскән өсүмлүкләрдин биригә айланған.

пәмидур йавропаға зиннәт буйуми сүпитидә елип келингән. «қизил мевилири зәһәрлик» дәп қаралғанлиқтин, 16-әсиргә қәдәр ашханиларға пәмидур кирәлмигән. османли империйәси сарайлириниң ашханилириға кириши үчүн йәнә икки әсир вақит кәткән. анадолуда пәмидурға мунасивәтлик тунҗи хатириләр, 1723-йилқи османли империйәси сарайлири ашханилириниң чиқим хатирисидә көзгә челиқиду.

османли империйәси сарайлириниң ашханилириға киргән тунҗи пәмидур гилас типидики пәмидурлардиндур. дәсләптә «фирансуз алмиси» дәп аталған вә йешил рәңлик һалитидила истемал қилинған пәмидур, рәңги қизириштин бурун долмиси, чорбиси етилип, дастиханлардин орун алатти. рәңги қизарған чағда «бузулди» дәп қарилип, ташливетиләтти.

 қизил пәмидурниң кәң тарқилишини 19-әсиргичә сақлашқа тоғра келәтти. пәмидур бир мәзгилдин кейин, османли империйәси сарайлири ашханилириниң кәм болса болмайдиған мәһсулатлиридин биригә айлиниду. хәлқ османли империйәси сарайлири ашханилири тәрипидин ташливетилгән қизил пәмидурларни йиғиду.  улар «бузулған» дәп қаралған бу мевини йейишкә болидиған һалға кәлтүрүш үчүн, езип туз билән арилаштуриду.

биринчи дунйа урушидин кейин, адана вә тракйада башланған пәмидур ишләпчиқириш қисқа вақит ичидә пүткүл түркийәгә тарқилиду.

 бүгүнки күндә, пәмидур түрк таамлири мәдәнийитиниң кәм болса болмайдиған муһим бир қисмидур. түркийә болса дунйадики әң көп  пәмидур ишләпчиқиридиған дөләтләрдин биридур.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر