йапонийә аләм бошлуқида суний ақар йолтуз йамғури шәкилләндүрдиған болди

йапонийә аләм бошлуқида суний ақар йолтуз йамғури шәкилләндүрдиған суний һәмраһ қойуп бәрди.

1129061
йапонийә аләм бошлуқида суний ақар йолтуз йамғури шәкилләндүрдиған болди

 

түркийә авази радийоси хәвири: кийодо агентлиқинң хәвиридә, йапонийә аләм тәтқиқати аҗантаси «JAXA» тәрипидин «Epsilon» ракитаси арқилиқ орбитигә 7 суний һәмраһ қойуп берилгәнлики билдүрүлди.

бу суний һәмраһлардин бирсиниң мәркизий ишханиси токйода турушлуқ «ALE» ширкити тәрипидин ишләпчиқирилғанлиқи вә аләм бошлуқиға метал парчилири түкүш арқилиқ суний ақар йолтур йамғури шәкиләндүридиғанлиқи қәйт қилинди.

дунйа бойичә тунҗи йеңилиқ болуши пиланланған суний ақар йолтуз йамғури лайиһәсиниң чиқими һәққидә һечқандақ мәлумат берилмиди.

«ALE» ширкитиниң суний ақар йолтуз йамғурини келәр йили һирошима асманида шәкилләндүрүшни нишан қилғанлиқи тәкитләнди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر