әнглийә парламенти йавропа иттипақидин айрилиш келишимини рәт қилди

әнглийә баш вәзири тереса мейниң әнглийәниң йавропа иттипақидин айрилиши үчүн түзгән келишими парламент тәрипидин рәт қилинди.

1126807
әнглийә парламенти йавропа иттипақидин айрилиш келишимини рәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийә парламентида авазға қойулға келишим 202 гә қарши 432 аваз билән рәт қилинди.

мей авазға қойуш ахирлашқандин кейин елан қилған байанатида, өктичиләр тәклип сунған тәқдирдә, бу һәқтә музакирә елп берилиш еһтималлиқиниң барлиқини ейтти.

у келишим һавазға қойулуш һарписида, «келишимни рәт қилип аваз бериш муқимсизлиқтин, бөлүнүштин вә адәттин ташқири дәриҗидә келишимсиз бир хил айрилиштин башқа нәрсә әмәс» дегәниди.

өктичи ишчи партийәси рәһбири җереми корби, келишим авазға қойулуш һарписида парламент әзалириға хитаб қилип, «бу келишимниң бу  кечә рәт қилиниши, нәтиҗиси әң йахши  сайлам болиду» дегәниди.

ишчи партийәси келишимниң рәт қилинишидин кейин баш вәзир үчүн ишәнчисизлик белити ташлинишини тәләп қилди.

әнглийә баш вәзири тереса мей 2017 – йили өткүзүлгән муддәттин бурун өткүзүлгән сайламда парламенттики үстүнлүкидин айрил қалғаниди, 650 орундуқлуқ парламентта һөкүмәт қуруш үчүн 326 парламент әзасиға игә болуш шәрт болуп, муһапизикарлар партийәси аран 318 орундуққа еришәлигәниди. шуниң билән, мей һөкүмити шималий иреландийәниң  ашқун оңчил вә әнглийәниң йавропа иттипақидин айрилишини  тәләп қилидиған  демократик бирлик партийәсиниң 10 парламент әзасиниң қоллиши астида һөкүмәт қуралиғаниди.

әнглийә парламенти өткән һәптә икки түрлүк қарар мақуллап, һөкүмәтниң йавропа иттипақидин келишимсиз айрилиши үчүн аҗратқан хамчотиға чәклимә қойған, мей йавропа иттипақи билән музакирә елип баридған мөһләтни үч күнгә чүшүргәниди.

парламент бу арқилиқ мей һөкүмитиниң әнглийәниң йавропа иттипақидин чекиниш басқучидики паалийәтлиригә көзгә көрүнәрлик дәриҗидә чәклимә қойғаниди.

келишим рәт қилинған дөләттә, муддәттин бурун сайлам  йаки қайтидин реферандум өткүзүлүши қатарлиқ бирқатар таллаш характерлик мәсилиләрниң күнтәртипкә келиши күтүлмәктә.

әнглийә 2016 – йили 23 – ийун күни өткүзүлгән реферандум арқилиқ йавропа иттипақидин чекинишни қарарлаштурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر